UYGHURCHE, ئۇيغۇرچە

алма ширкити- баш шитаби америкиниң калифорнийә шитатидики сан фирансискониң копиртиноға җайлашқан болуп, 2009-йили дунядики 500 күчлүк кархана рәт тәртипидә алдинқи йилдикидин бирақла 101 рәт алдиған сүрүлүп 280-орунға чиққан йиллиқ тиҗарәт соммиси 12милярд америка доллири болған дуняви ширкәт.

NASDAQтики шәртлик бәлгиси: AAPL

хизмәтчи сани : (2009-йили7-ай) 21400 адәм

тор бети: www.apple.com

ширкәттики муһим адәмләр

баш лидир: Steve Jobs

иҗраийә әмәлдари: Timothy D. Cook

малийә әмәлдари: Peter Oppenheimer

базар пиланлаш дириктори: Philip W. Schiller

мәһсулат лайиһәлигүчи: Jonathan Ive

алма ширкити тилға елинсила кишиләр алма ширкитиниң қурғучиси шундақла қайта тирилдүргүчиси, һазирқи баш иҗраийә әмәлдари ситев җобесни көз алдиға кәлтүриду. алма ширкитиниң тарихини сөләш маһийәттә ситев җобесниң тарихини сөзләш болуп , пәқәт ситев җобес болғачқила алма ширкити болған дисәк һәргиз мубалиғә болмайду.

1972-йили ситивен җобис Reeds иниститутидин оқуштин тохтап қалди, у бу иниститутта пәқәтла бир мәвсум оқуғаниди. җобис оттура мәктәп оқушини тамамлиғандин кийин, даим HP ширкитиниң ликсийисигә қатнишип туратти. бу йили у HP ширкитиниң язлиқ хизмәтчиси болди. арқидинла HP ширкитидә ишләйдиған, калфорнийә университитиниң оқушидин тохтап қалғиниға узун болмиған ситевен возник билән тунушти. бу чағда возник өзи ишлигән узун арилиқтин чақириш үскүнисини сетиш билән аз тола даңқи бар иди. җобис возникқа ярдәмлишип, бундақ үскүнидин нурғунини сетишип бәргән. 1974-йилиниң башлирида, җобис Atari ширкитиниң екран лаһийилигүчиси болди. у йиғқан пуллири билән һиндистанға саяһәткә берип, уйәрдин роһи илһам издиди. 1974-йили күздә, җобис һендистандин қайтип килип, возникниң "өз мәмликәттә ишләп чиқарған компйотер кулуби" йиғилишиға қатнишишни башлиди. у чағда возник пүтүн һессияти билән еликтер үскүнилирини иҗад қилишқа киришип кәткәниди. җобис болса шәхсләр компйотер базириға деққәт қилишқа башлиди. җобис возникқа бирликтә шәхсләр компйотерни тәтқиқ қилип ечиш тоғрисида мәслиһәт бәрди.

1975-йилидин 1979-йилиғичә

1975-йили җобисниң һоҗрисида җобис билән возник алма 1 компйотирини тәтқиқ қилишқа башлиди; 1976-йили алма 1 компйотерниң тәтқиқат хизмити тамамлинип, җобисниң машина римонтханисида улар алма 1 компйотерини ясап чиқти. возник HP ширкитигә алма 1 компйотерини тонуштурди, ликин бу ширкәттә униң компйотериға қизиқидиған адәм чиқмиди. рәт қилинишқа учриғандин кийин, җобис алма 1 компйотерини өзлири ишләпчиқиришни ойлишип, җобис машинисини, возник компйотерини сетивитип, бирликтә 1250 доллар йиғип, алма 1 компйотериниң асасий тахтисини ишләпчиқиришқа башлиди.

1976-йили 4-айниң 1-күни, возник, җобис вә Ron Wayne бирликтә алма компйотер ширкитини қурди. Ron Wayne алма ширкитиниң тунҗи маркисини лаһийилиди. 1976-йили 5-айда, алма 1 компйотер 666.66 доллар билән базарға чиқти. бир компйотер сетиш дукини алма 1компйотеридин 50ни сетивалди. 1976-йили язда, Ron Wayne алма ширкитидин айрилди. 1976-йили күздә, возник алма 2 компйотериниң тәтқиқат хизмитини тамамлиди. 1977-йили Rob Janov алма ширкитиниң иккинҗи маркисини лаһийиләп чиқти. бу марка һазирғичә ишлитилип кәлмәктә. Mike Markkula алма ширкитигә 92000 доллар мәбләғ салди. 1978-йили 6-айниң 17-күни җобисниң қизи Lisa Nicole туғулди, кийинки қетим ишләпчиқирилған алма компйотери қизиниң исми билән алма лиза дәп аталди. 1979-йили алма 2+ компйотери базарға селинди. баһаси 1195 доллар. 1979-йили язда, алма лиза вә алма Macintosh тәтқиқ қилип ечишқа башлиди.

1980-йилидин 1989-йилиғичә

1980-йили алма 3 компйотери сәһнигә чиқти. сәплимисиниң охшимаслиқиға асасән, 4340 доллардин 7800 долларғичә баһа қоюлди. алма ширкитиниң пай чики базарға чиқип, зор мувапиқийәткә еришти. 1981-йили җобис Macintosh ниң түр гурупписиға қатнашти. Mike Markkula алма компйотер ширкитиниң баш дериктори болди. 1981-йили 2-айда, возник бир қетимлиқ айропилан вәқәсидә ярилинип, арқидинла алма ширкити вә Macintosh ниң түр гурупписидин вақитлиқ айрилди. возник той қилғандин кийин, калфорнийә университитиға қайтип, еликтер қурулуши вә компйотер кәспи унванини давамлиқ оқуди.

1981-йили 8-айда, IBM ширкити тунҗи шәхсләр компйотери IBM-PC ни базарға салди. гәрчә IBM-PC алма 2 вә алма 3 компйотердин кийин барлиққа кәлсиму, әмма у ғайәт зор мувапиқийәткә еришти.

1981-йили 11-айда, алма компйотер ширкити билән қаплиқ қурт пиластинка ширкити билән мәхпи килишим түзди. 1982-йили, лиза санлиқ мәлумат амбири тамамлинип, елан қилинишқа тәйярлиқ қилинди. алма ширкитиниң елан вакаләтчиси Chiat/Day болса Macintosh TV spot еланини ишләп чиқти."1984" 1983-йили баһаси айрим һалда 9998доллар вә 1395 доллар болған лиза санлиқ мәлумат амбири вә Apple Iie елан қилинди,.алма ширкити тарихтики тәрәққияти әң тез болған ширкәт болди.

1983-йили баһарда, Macintosh ниң елани"1984" қайта ишләнди.

1983-йили 4-айда, John Sculley , PepsiCo ниң алдинқи нөвәтлик баш дериктори алма ширкитиниң баш дериктори вә CEO болди. 1983-йили 6-айда, ситивен возник алма ширкитигә қайтип кәлди.

1983-йили 12-айда, алма 3+ елан қилинди. баһаси 2995 доллар. буниң билән бир вақитта, IBM-PC ниң сетилиш миқдари 1милйондин ашти. 1984-йили, алма ширкитиниң елани "1984" пүтүн амирикидики киноханиларда қоюлди. 1984-йили 1-айниң 22-күни, "1984" елани Super Bowl XVIII да қоюлди. 1984-йили 1-айниң 24-күни, Apple Macintosh елан қилинди. Macintosh да пүтүнләй йеңичә болған инқилаб харәктиридики мәшғулат сестимиси сәпләнгән болуп, у компйотер кәспи тәрәққият тарихидики бир абидә болди.

1984-йилиниң оттурилирида, 5бурҗәклик бина Macintosh ниң сотсиялизм дөләтлиригә сетилишни чәклиди. бу чағда, сабиқ совит иттипақида Macintosh да ишлитилгән техникини техи һечким билмәйтти.

1985-йилиниң башлирида, Mac XL , алма 2 компйотериниң күчәйтмә нәшри елан қилинди. җобис алма ширкитидин айрилди. буниңдики мәсилә җобис билән Sculley оттурисида көрүлгән болуп, җобис Sculley ни компйотерни пәқәт чүшәнмәйду дәп қарайтти, Sculley болса, җобис башқурушқа маһир әмәс , бу ширкәткә нисбәтән хәтәрлик дәп қариди.

1985-йили 5-айниң 23-күни, җобис сиясий өзгириш арқилиқ Sculley ни тәхттин чүшүрмәкчи болди. у Sculleyниң җоңгода йиғинға қатнишиш мәзгилидин пайдилинип, алма ширкитиниң контрол қилиш һоқуқиға еришишкә урунди. ахирқи пәйттә, униң пилани мәлум адәм тәрәптин Sculley ға ашкарилап қоюлди.

1985-йили 5-айниң 24-күни, Sculley билән җобис оттурисида кәскин бәс-муназирә болди. Sculley мудирийәттин җобис вә өзидин бирини таллашни тәләп қилди.

1985-йили 5-айниң 31-күни, Sculley җобисниң барлиқ һоқуқини елип ташлап, пәқәт алма ширкитиниң рәисликидин ибарәт вәзиписинила сақлап қалди. әмма җобисниң ширкәттә һәрқандақ бир қарарини өзгәртиш һоқуқи қалмиди.

1985-йили язда, Sculley алма ширкитиниң йеңи бир рәһбири болди. у чағда ширкәттә 1200 хадим бар иди.

1985-йили 9-айниң 17-күни, ситивен җобис алма ширкитидин рәсмий түрдә истипа берип чикинди. у алма ширкитиниң мудирийитигә өзиниң йеңи бир ширкәт қуридиғанлиқини билдүрди. у йәнә уларға алма ширкитиниң 5 ялланма хадиминиң өзи билән бирликтә йеңи ширкәт қуридиғанлиқини уқтурди.

1985-йили 9-айниң 23-күни, алма ширкити ситивен җобис үстидин сотқа әрз сунди.

1985-йили 10-айниң 24-күни, John Sculley алма ширкитиниң тарихидин буянқи әң әски бир тохтамни имзалиди. у әгәр микрософт давамлиқ алма ширкити үчүн юмшақ дитал ишләпчиқарса, (Word,Excel дигәндәк), алма ширкитиниң бир қисим сүрәт көрүнмә йүз техникисини ишлитишигә қошулди. әгәр Sculley бу тохтамни түзмигән болса, Windows бәлким мәңгү ариға кирәлмәйтти. Windowsниң MacOS гә охшишип китишидин шуни көрүвилишқа болидуки, алма ширкити микрософтқа қарши туридиған һәрқандақ бир дәвада асанла утувалалайду.

1985-йилиниң ахирлири, алма ширкити Macintosh Office ни елан қилди, һәмдә тунҗи қетим LaserWriter вә AppleTalk тор техникисини ишлитип, кичик типтики карханиларниң Mac қа болған қизиқишини ашурди.

1986-йили 1-айда, алма ширкити ситивен җобисқа үстидин әрз қилишни тохтатти. ситивен җобис алтә айғичә алма ширкитиниң хизмәтчилирини ишләтмәсликкә вә алма ширкити билән риқабәтлишидиған һәрқандақ бир ширкәтни қурмайдиғанға қошулди, шу йили NeXT ширкитини қурди. ситивен җобис George Lucas дин Pixar компйотер картун ишләш ишханисини сетивилип, 10 милйон чиқим қилди. 1986-йили 9-айда, Apple IIgs елан қилинди, баһаси 999 доллар. 1987-йили алма ширкити қурулғининиң 10 йиллиқи болуп, Mac SE билән Mac II базарға селинди. 1988-йили 1-айда, микрософт ширкити Windows 2.0.3 ни елан қилди. 1988-йили 3-айниң 17-күни, алма ширкити микрософт ширкити билән HP ширкити үстидин юқириға әрз сунуп, уларни алма ширкитиниң нәшир һоқуқиға дәхли-тәрүз қилди дәп әрз қилди. чүнки Windows 2.0.3 да Mac қа охшап китидиған синбәлгиләр ишлитилгән иди. 1988-йили 10-айниң 12-күни , NeXT компйотири елан қилинди, баһаси 6500 доллар. (сәплимиси 25MHz лиқ ички сақлиғуч, 250MB лиқ қаттиқ деска, FPU , Faxmodem , 17 дюмлуқ екран). 1989-йили 2-айда, қаплиқ қурт пиластинка ширкити алма ширкитини 1981-йили имзаланған тохтамға хилаплиқ қилди дәп әрз қилди. әрздә алма ширкити тохтамниң бирикмә музика ишләш иқтидариға игә компйотер ишләпчиқириш тоғрисидики маддисиға хилаплиқ қилди дийилди.

1989-йили 9-айда NeXTstep 1.0 елан қилинди.

1990-йилидин 1999-йилиғичә

1990-йили Windows 3.0 елан қилинди; NeXTstation елан қилинди; алма ширкити Mac Iifx , Classic , LC вә Mac Iisi қатарлиқ төт хил типтики компйотерларни базарға салди.

1991-йили, IBM ширкити билән алма ширкити иттипақлашти. IBM ширкити алма ширкити үчүн RISC бир тәрәп қилғуч (PowerPC) ни тәтқиқ қилип бәрди, Mac Classic II,PowerBook 100, PowerBook 140, PowerBook 170, Quadra 700 вә Quadra 900 елан қилинди. Pixar компйотер картон ишләш ишханиси билән десний ширкити филим ишләштә һәмкарлашти. Pixar компйотер картон ишләш ишханиси филим ишләп, десний ширкити тарқатти, икки тәрәп чиқимни тәң чиқирип, киримдин тәң бәһирләнди.

1991-йили 10-айниң 9-күни, алма ширкити қаплиқ қурт пиластинка чиқириш ширкитигә 26 милйон 500 миң төләм берип, әрзни ахирлаштурди.

1992-йили NeXTstep3.0 елан қилинди, микрософт Windows 3.1 ни елан қилди.

1993-йили 2-айда, ситивен җобис NeXT ширкитиниң йеримдин артуқ хизмәтчисини иштин бошатти, қаттиқ дитал бөлүмини қалдуривәтти, шуниң билән бир вақитта, NeXT ширкитиниң мәшғулат сестимисиға күч чиқиридиғанлиқини елан қилди.

1993-йили 4-айда, биринҗи йүрүш PowerPC 601 бир тәрәп қилғуч Motorola тәрипидин елан қилинди. иҗра қилиш сүрити айрим айрим һалда 50MHz, 66MHz вә 80MHz . NeXT ширкитини қурғучи ахирқи адәм ширкәттин айрилип, ситивен җобис NeXT ширкитиниң бирдинбир рәһбири болуп қалди. (NeXT ширкити исмини NeXT компйотер ширкити дәп өзгәртти).

1993-йили 6-айда, Michael Spindler болса Sculley ниң орнини игәлләп, алма ширкитиниң CEO си болди. Sculley давамлиқ түрдә алма ширкитиниң мудирийәт рәиси болди.

1993-йили 8-айниң 2-күни, алма ширкити тунҗи PDA(Newton MessagePad) елан қилди. гәрчә Newton MessagePad охшаш түрдики башқа риқабәтчилиридин (мәсиләнWindows CE PDAs,Palm PDAs қатарлиқ) үстүн турсиму, әмма униң сетилиш миқдари интайин бичарә һаләттә иди. алма ширкитиниң PDA бөлүми Newton MessagePad елан қилинип, төт йилдин кийин тарқитивитилди.

1993-йили 8-айниң 24-күни, сот 1985-йилидики алма ширкити билән микрософт ширкитиниң дәвасиға қарар чиқирип, Windows2.0.3 дәхли-тәрүз шәкилләндүрмиди дәп һөкүм чиқарди.

1993-йили 10-айниң 15-күни, Sculley алма ширкитидики хизмитидин истипа берип, Spectrum ширкитиниң мудирийәт рәиси, қошумчә CEO болди.

1994-йили 3-айниң 14-күни,бир йүрүш Power Mac6100,7100,8100 елан қилинди.

1994-йили 6-айда, MacOS7.5 елан қилинди, алма ширкити 7.1.2+SU3 дин интайин муһим бир қәдәмни басти.

1994-йили язда, алма ширкити MacOS кә алаһидә иҗазәт қилишқа башлиди.

1994-йили 12-айниң 13-күни, алма ширкити аилиләрдә ишлитилидиған көп вастилиқ систима, йәни торда оюн ойнаш, өгиниш вә көңүл ечишқа ишлитилидиған Pippin ни елан қилди,

1994-йили қишта, IBM билән Motorola ширкити PowerPC 603 билән PowerPC 604 ни елан қилди.

1995-йили 2-айда, PowerPC 603e елан қилинди.

1995-йили 5-айда, десний ширкити тәрипидин Pixar ширкитиниң тунҗи филими " Toy Story" (қончақ һекайиси) ни қоюлди. 1996-йили 4-айниң 1-күни, алма ширкитиниң 20 йиллиқ хатирә нусхиси Macintosh елан қилинди.

1996-йили 10-айда, мәшғулат сестимиси System 7.5.5 елан қилинди.

1996-йили 12-айда алма ширкити 430милйон амирика доллири билән NeXT компйотер ширкитини сетивалди. 1997-йили 1-айниң 24-күни, MacOS 7.6 елан қилинди.

1997-йили 1-айниң 26-күни, NeXT ширкити сетивилинғанлиқтин, ситивен җобс алма ширкитигә қайтип кәлди. MacWorld йиғинида, йеңи MacOS ситиратигийиси оттуриға қоюлди.

1997-йили 3-айда, Bandai японийидә Pippin Atmark елан қилди.

1997-йили 4-айда, Motorola ширкити 300MHz лиқ PowerPC 603e ни елан қилди.

1997-йили 6-айда, Gil Amelio алма ширкитиниң иккинҗи малийә пәслидә 740милйон амирика доллири зиян тартқанлиқини елан қилди. 1997-йили 7-айниң 1-күни,Macintoshниң 20йиллиқ хатирә нусхиси базарға селинди. мәзкур машининиң асасий частотиси 250MHz, топлаштурулған BOSE аваз сестимиси сәпләнгән. бу Macintosh чәклик тарқитилип, өзгичә услуби билән йиғип сақлиғучиларниң яхши көрүшигә еришти.

1997-йили 7-айда, Gil Amelio алма ширкитидики баш дериктор вә CEO лиқ хизмитидин истипа бәрди.

1997-йили 7-айниң 22-күни, MacOS 8 елан қилинди. у бир Mac OS 1.0 гә һәқиқий охшимайдиған компйотер үстәл йүзи сестимиси болуп, бурунқи барлиқ сестимиларға қариғанда униң иҗра қилиниши техиму муқим.

1997-йили 8-айниң 6-күни, ситивен җобис алма ширкитиниң рәһбири болуп, микрософт ширкити билән иттипақ түзгәнликини елан қилди. микрософт ширкити алма ширкитиниң 150милйон амирика долларлиқ пай чикини сетивалди. алма ширкити микрософтниң IE көз йүгүрткүчини алма компйотер сестимисиға топлаштуруп киргүзидиған болди.

1997-йили 9-айда, Motorola ширкити PowerPC750(G3) бир тәрәп қилғучни елан қилди. алма ширкити иҗазәтнамини қайтидин сетивалди. 1997-йили 9-айниң 16-күни, ситивен җобс алма ширкитиниң iCEO болди (вақитлиқCEO ).

1997-йили 11-айда Bandai амирикида Pippin@World ни елан қилди, баһаси 600 амирика доллири.

1997-йили 11-айниң 10-күни, “Apple Event” дә Power Macintosh G3 билән Apple Store ғәлибигә еришти.

1998-йили 1-айниң 7-күни, алма ширкити һәқиқий түрдә қайтидин пайдиға йүзләнгәнликини елан қилди. ситивен җобис 1998-йиллиқ малийә пәслидә 47милйон амирика доллири кирим қилғанлиқини елан қилди.

1998-йили 2-айниң 27-күни, Newton түри тохтитилди. асасий сәвәби мәзкүз түр зор зиянға учриғанлиқтин (алма ширкити Newton түригә 500милйон амирика доллири мәбләғ салған) вә алма мәһсулатлириниң сетилиши төвәнләп кәткәнликидин болди. шуңа барлиқ муһим болмиған вә кирим кирмәйдиған мәһсулатлар (мәсилән басма машиниси вә қошумчә диталлар) ишләпчиқириштин тохтитилди.

1998-йили 5-айда, iMac билән хатирә компйотер PowerBook G3 елан қилинди.

1998-йили 7-айда, алма ширкити 1998-йиллиқ 3-малийә пәслидә 101милйон кирим қилғанлиқини елан қилди. 1998-йили 7-айниң 30-күни, Motorola ширкити 333MHz, 366MHz вә 400MHz лиқ PowerPC G3 бир тәрәп қилғучни елан қилди. 1998-йили 8-айда, iMac ни закас қилиш талони 150миң данидин ешип кәткән.

1998-йили 8-айниң 15-күни iMac базарға селинған һәмдә тарихтики сетилиши әң тез болған шәхсләр компйотери болған. 1998-йили 10-айниң 15-күни, MacOS 8.5 елан қилинған.

1999-йили 1-айниң 5-күни, MacWorld көргәзмисидә, алма ширкити Power Macintosh G3 Yosemite вә 5 хил охшимиған рәңдики 266MHz лиқ iMac ни көзгәрмигә қойған.

1999-йилиниң алдинқи икки малийә пәслидә, Power Macintosh G3 Yosemite ниң сетилиши әң яхши болған. Mac OS X Server елан қилинғини билән 3-айға кәлгән чағда андин базарға салған.

1999-йили 4-айниң 14-күни, 333MHz лиқ 3-нусха iMac елан қилинған.

1999-йили 4-айда, QuickTime 4 Beta елан қилинған. алма ширкитиниң тор битидә QuickTime 4 форматидики кино “Episode One / The Phantom Menace” ниң муқәддимисини чүшүргили болиду. бу кино муқәддимисини 25милйон адәм тордин чүшүргән болуп, у ентернет тор тарихидики чүшүрүш қетим сани әң көп болуштәк рикортни яратқан.

1999-йили 6-айда, йеңи хатирә компйотер PowerBook G3 Lombard елан қилинған. у бурунқи хатирә компйотерлириға қариғанда техиму йиник, техиму кичик. 300MHz лиқ Power Macintosh G3 Yosemite ишләпчиқирилиштин тохтитилип, йиңидин 450MHz лиқ Yosemite базарға селинған. кәспи көрүнүш тәһрирләш юмшақ дитали Final Cut Pro елан қилинған.

1999-йили 7-айниң 21-күни, нйороктики MacWorld көргәзмисидә, iBook елан қилинған.

1999-йили 8-айниң 31-күни, iBook ни закас қилиш талони 140 данидин ишип кәткән. ситивен җобс Seybold йиғинида дәриҗидин ташқири компйотер Power Macintosh G4 ни намайән қилған, 500MHz лиқ G4 бир тәрәп қилғуч һәр сикунтиға 1милярд қетим ләйлима нуқта һесаблишини иҗра қилалайду. у дәл бу сәвәблик амирика һөкүмити тәрипидин икиспорт қилиш мәни қилинған қорал ясаш техникиси қатариға киргүзүлгән.

1999-йили 9-айниң 30-күни, Pixar ширкитиниң иккинҗи киноси “Toy Story 2” тунҗи қоюлған.буниң билән Pixar ширкити пүтүн дунядики компйотер картон киноси саһәсидики һөкүмранлиқ орнини мустәһкәмлигән. “Toy Story” , “Toy Story 2” вә "A Bug’s Life" ниң дунядики омумий биләт кирими 1милярд 200милйон амирика доллириға йәткән.

1999-йили 10-айниң 5-күни, 350MHz лиқ , 400MHz лиқ iMac елан қилинған. бәзилиригә DVD нур деска райони сәпләнгән. iMove (Final Cut Pro ниң адди нусхиси) бағланғанiMac DV вә iMac DV ниң алаһидә нусхиси базарға селинған.

1999-йили 11-айниң 5-күни, MacOS 9 елан қилинған. у ишләткүчиләргә Sherlock 1 ниң күчәйтмә нусхиси Sherlock 2 ниң йеңи алаһидиликлирини елип кәлгән.

2000-йилидин 2002-йилиғичә

2000-йили 1-айниң 6-күни, сан-франсискодики MacWorld көргәзмисидә, әң йеңи мәшғулат сестимиси Mac OS X намайән қилинған, Mac OS X болса Rhapsody ниң ситиратигийиси асасида барлиққа кәлгән йеңи мәшғулат сестимиси,NeXT мәшғулат сестимисиға охшаш UNIX сестимиси. алма ширкити MacOS X дә йеңи “Aqua” компйотер үстәл йүзини тонуштурған. Mac OS X аммиви синақ нусхиси 2000-йили яз пәслиниң ахирлирида елан қилинған, униң һәқиқий нусхисини 2001-йили 1-айда елан қилиш пилан қилинған. ситивен җобс йәнә бир қетим алма ширкитиниң CEO (гәрчә унвани йәнила “iCEO” болсиму, вақитлиқ CEO әмәс) си болған. ишхана аптоматлаштуруш юмшақ дитали AppleWorks 6 елан қилинған. алма ширкитиниң тор битигә iTools ниңкигә охшайдиған йиңи алаһидиликләр қошулған. iTools алма ширкитиниң Mac ишләткүчилири вә iReview үчүн йолға қойған бир түрлүк һәқсиз Web бошлуқи мулазимити.

2000-йили 2-айниң 16-күни, PowerBook G3 Pismo , iBook ниң алаһидә нусхиси вә 500 MHz лиқ Power Macintosh G4 токйониң MacWorld көргәзмисидә елан қилинған. AirPort симсиз тор сәпләнгән 400MHz лиқ, 500MHz лиқ PowerBook G3 му охшаш вақитта елан қилинған. iBook ниң алаһидә нусхиси iMac DV ниң алаһидә нусхисиниң рәңгини ишләткән. униң асасий частотиси 366MHz. 2000-йили 4-айниң 19-күни, алма ширкити 2000-йиллиқ 3-малийә пәслидики кириминиң 233милйон амирика доллириға йәткәнликини елан қилған.

2000-йили 7-айниң 19-күни, нйороктики MacWorld көргәзмисидә алма ширкити йеңи бир йүрүш iMac (iMac, iMac DV , iMac DV+ , iMac DV SE ) ни , йеңи PowerMac G4 Cube вә қош бир тәрәп қилғуч сәпләнгән PowerMac G4 ( қош 500MHz лиқ PPC G4 бир тәрәп қилғуч) ни елан қилған.

2000-йили 9-айниң 12-күни, париждики көзгәзмидә, алма ширкити йеңи iBook ни елан қилған. йиңидин елан қилинған iBook ниң (күлрәң вә сөсүн рәң) охшимиған икки рәңлик нусхиси болуп, асасий частотиси 366MHz вә 466MHz . униңдин башқа, Mac OS X синақ нусхиси елан қилинип, әнгилийә, гирманийә вә фирансийиниң Apple Store да 30 амирика доллиридин сетилишқа башланған, микрософт ширкити алма нусхисидики Office 2001 ни елан қилған, у Windows нәшриниң MS Office 2000 динму яхши дәп қаралған. 2000-йили 9-айниң 29-күни, алма ширкити өзгәртилгәндин кийинки 2000-йиллиқ 4-малийә пәслидики тәхминий киримни елан қилған. дәсләпки 4-малийә пәслидики тәхминий кирим 165 милйон амирика доллири болған болса, өзгәртилгәндин кийинки тәхминий кирим 110милйон амирика доллири болған. бу баянат сәвәбидин алма ширкитиниң пай чики бир кичидила 45 пирсәнт поинт төвәнләп, һәр пай чики 53.50 амирика доллиридин 29.13 амирика доллириға чүшүп қалған.

2000-йили 12-айниң 5-күни, алма ширкити 2001-йиллиқ 1-малийә пәслидә 259милйон амирика доллири зиян тартидиғанлиқини мөлчәрлигән. бу алма ширкитиниң 3 йил ичидә тунҗи қетим зиян тартиши иди. 2001-йили 1-айниң 9-күни, MacWorld йиғинида, ситивен җобс бир йүрүш алма мәһсулатлирини елан қилған. қаттиқ деска җәһәттә, алма ширкити пүтүнләй йиңи болған PowerMac G4 компйотирини намайән қилған. йиңи G4 титандин ясалған, шундақла әң тез болған G4 бир тәрәп қилғуч вә CD-RW яки DVD-RW нур деска райони сәпләнгән. алма ширкити йәнә DVD иҗазәтнамисиға еришип, DVD studio Pro билән iDVD ни елан қилған. униңдин башқа, алма ширкити һөкүмәт торини қоюш, кодлаштуруш вә MP3 һөҗҗитигә айландурушқа ишлитидиған юмшақ дитал iTools ни һәқсиз чүшүрүш билән тәминлигән. алма ширкити йәнә MacOS 9.0.4 ниң юқири көтүрүлгән нусхиси MacOS 9.1 ни елан қилған.

2001-йили 2-айниң 22-күни, алма ширкити токйодики MacWorld көргәзмисидә CD-RW нур деска райони сәпләнгән йеңи бир йүрүш iMac елан қилған. бу бир йүрүш йеңи iMac лар "индиго көки" , "дарматиян көки", "гүл күчи" вә сүрмә таш рәңдин ибарәт төт хил рәңлик болуп, асасий частотиси 500MHz вә 600MHz. униңдин башқа алма ширкити G4 Cube ниң юқири көтүрүлгән нусхисини елан қилған.

2001-йили 3-айниң 14-күни, алма ширкити 62милйон амирика долларлиқ пай чики билән PowerSchool ширкитини сетивалған. PowerSchool ширкити мәктәпләрни сан-сифирларни башқуруш юмшақ дитали билән тәминләйдиған ширкәт болуп, PowerSchool Server ентернет тори асасида тәтқиқ қилип ечилған, шуңа Web көз йүгүрткүчтин пайдилинип, уни зиярәт қилғили болиду. алма ширкити PowerSchool ширкитини сетивалса, мәктәпни мукәммәл болған сестима топлаштуруш билән тәминлигили, оқуғучиларни iMac билән тәминлигили, оқутқучиларни Power Macintosh компйотери билән тәминлигили болиду. Power Macintosh G4 Server болса, PowerSchool юмшақ дитали билән AirPort симсиз тор суписи болалайду.

2001-йили 3-айниң 24-күни, алма ширкити Mac OS X 10.0 ни елан қилған. охшаш мәзгилдә Mac OS X ниң көплигән үчинҗи тәрәп юмшақ диталлири елан қилинған.

2001-йили 4-айниң 18-күни, алма ширкити бу йиллиқ малийә пәслидә 43 милйон амирика доллири кирим қилғанлиқини елан қилған, буниң ичидә 9 милйон амирика доллири кирим Mac OS X дин киргән. 5 милйон данә сетилиш миқдари билән, iMac һазирға қәдәр әң мувәппәқийәт қазанған шәхсләр компйотери болған.

2001-йили 5-айниң 1-күни, йеңи iBook елан қилинған, йеңи iBook ниң қепи ақ рәңлик пластик матириял , 500MHzлиқ G3 бир тәрәп қилғуч, көрүнүшни пәрқ қилиш нисбити әң юқири болғанда 1024x768 пексил болған.

2001-йили 5-айниң 19-күни, алма ширкити өзиниң тунҗи парчә сетиш дуканлири ечилған, бу дуканлар айрим һалда лос-анҗилис вә вашингтон әтрапиға җайлашқан. алма ширкити өзиниң парчә сетиш дуканлирини қаттиқ дитал вә Macintosh юмшақ диталлири билән тәминлигән һәмдә һәвәскарлар үчүн өгиниш вә тәҗрибә алмаштуруш, шундақла алма қаттиқ диталиниң көрситилиши үчүн мәхсус орун һазирлиған. алма ширкити өзиниң сетиш дуканлирини тәсис қилиш арқилиқ нөвәттики 5%лик базар һәҗимини бир һәссә ашурмақчи болған, 2001-йилиниң ахирлириға кәлгәндә, пүтүн амирикида парчә сетиш дукинидин 25ни ачқан.

2001-йили 5-айниң 21-күни, WWDC 2001 йиғинида алма ширкити Mac OS X ниң ихтиярий қошумчә қилинидиғанлиқи елан қилинған. униңдин башқа алма ширкити WebObject 5 вә 17 дюмлуқ тәкши екранлиқ йиңи Studio көрсәткүчни елан қилған. шуниң билән бир вақитта, PowerMac G4 Server ниң дәриҗисини 533MHz G4 бир тәрәп қилғучқа көтүргән. WebObject 5 болса Web қоллиниш программисини түзүшкә ишлитидиған дәсләптики бир қорал.

2001-йили 7-айниң 3-күни, алма ширкити Power Macintosh G4 Cube бир йүрүш мәһсулат линийисини рәсмий түрдә тохтатқан.

2001-йили 7-айниң 17-күни, алма ширкити 2001-йиллиқ 3-малийә пәслидә 61 милйон амирика доллири кирим қилғанлиқини елан қилған.

2001-йили 7-айниң 18-күни, нйороктики MacWorld көргәзмисидә, алма ширкити йиңи G4 компйотерини елан қилған,асасий частотиси 867MHz ға йәткән, буниң ичидә қош 800MHz лиқ бир тәрәп қилғуч сиконтиға 12милярд ләйлимә нуқта һесаблаш иқтидариға игә. алма ширкити Mac OS X 10.1(Puma) ниң 9-айда базарға силинидиғанлиқини елан қилған. 2001-йили 9-айниң 7-күни, алма ширкити 733MHz лиқ Power Macintosh G4 Server ни елан қилған. алма ширкитиниң йәнә бир парчә сетиш дукини охеода ечилған.

2001-йили 9-айниң 25-күни, узун мәзгиллик күтүш ахири аяғлишип, алма ширкити Mac OS X ниң дәриҗиси юқири көтүрүлгән нусхиси Mac OS X 10.1 ни елан қилған. у Mac OS X қариғанда һесаблаш сүрити техиму тез, CD уюп синға елишни қоллайду, DVD лиқ қойғуч һәмдә йиңи көрүнмә йүзи игә. униңдин башқа Mac OS X Server v10.1 ни елан қилған. 2001-йили 10-айниң 16-күни, техиму тез болған, 550MHz лиқ вә 667MHz лиқ PowerBook G4, 600MHz лиқ iBook ,шундақла қош 800MHz лиқ G4 бир тәрәп қилғуч сәпләнгән PowerMac G4 Server бирла вақитта елан қилинған.

2001-йили 10-айниң 17-күни, алма ширкити 2001-йиллиқ 4-малийә пәслидә 66 милйон амирика доллири кирим қилғанлиқини елан қилған .

2001-йили 10-айниң 23-күни, ситивен җобс җамаәткә янда елип йүрүйдиған MP3 қойғуч iPod ни елан қилған. iPod қа 5GB лиқ (MP3 нахшидин 1000ни қачилиғили болидиған) қаттиқ дитал, 2 дюмлуқ LCD көрсәткүч, сифирлиқ чоңайтқуч вә наушник сәпләнгән. униңдин башқа алма ширкити йәнә MP3 һөҗҗитини Mac тин iPod қа чүшүрүшкә ишлитидиған юмшақ дитал қорали iTunes 2 ни елан қилған.

2001-йили 11-айниң 2-күни, “Monsters Inc.” амирикиниң барлиқ киноханилириға тунҗи қоюлған. “Monsters Inc.” болса Pixar ширкитиниң төтинҗи картон филими болуп, тунҗи қоюлған биринҗи һәптисидила 63милйон 480миң амирика доллирилиқ биләт киримиға еришкән.

2001-йили 11-айниң 13-күни, AirPort 2 елан қилинған, униңға Windows PC ни қоллаш ашурулған, уланмиси 50 гә йәткән вә 128 битлиқ пирслаш техникиси қоллинилған.

2001-йили 12-айниң 4-күни, Final Cut Pro 3 вә MacOS 9.2.2 елан қилинған.

2002-йили 1-айниң 7-күни, MacWorld көргәзмисидә, алма ширкити йипйиңи LCD iMac ни намайән қилған, шуниң билән бир вақитта 14 дюмлуқ iBook билән рәсим тәһрирлигүч юмшақ дитали iPhoto ни намайән қилған.

2002-йили 1-айниң 16-күни, алма ширкити 2002-йиллиқ 1-малийә пәслидә 38милйон амирика доллири кирим қилғанлиқини елан қилған. бу пәсилдә алма ширкити 74.6 данә Mac сатқан.

2002-йили 1-айниң 28-күни, йеңи PowerMac G4 елан қилинған, униң асасий частотиси 1GHz ға йәткән , 2MB лиқ DDR ниң L3 сақлиғуч сәпләнгән. қош 1GHz лиқ G4 болса 2GHz лиқ Pentium 4 дин 72% тез.

2002-йили 2-айниң 12-күни, алма ширкити, сони ериксон ширкити QuickTime сизиқлиқ техникисини ишлитип, бирликтә һәрә көники телифониниң көп вастисиға ишлитилидиған систимини тәтқиқ қилип ачидиғанлиқини елан қилған.

2002-йили 3-айниң 14-күни,алма Mac OS X йирақ мусапилиқ үстәл йүзи елан қилинған. бу Mac OS торини башқуруш асасидики юмшақ дитал қорали.

2002-йили 3-айниң 31-күни, iPod юқири көтүрүлгән нусхиси вә 23 дюмлуқ Cinema көрсәткүч токйодики MacWorld көргәзмисидә елан қилинған. алма ширкити 4-айда Mac OS X ниң көк чишни қоллайдиғанлиқини елан қилидиғанлиқини билдүргән. 2005-йили ситев җобес бундин кейинки алма компиютерлириға INTEL ширкитиниңCPU лирини сәпләйдиғанлиқини елан қилди. 2006-йили гогул ширкитиниң лидири ерик симит алма компиютер ширкитиниң пай чекини сетивелип алма ширкәт мудирийитигә кирди. 2007-йили 1-айда алма ширкити ширкәт намини лма компиютер ширкитидин алма ширкити дәп өзгәртиш билән бир вақитта дәвр бөлгүч мәһсулати болған айфон телфони базарға селинди. шуниңдин кейин бүгүнгичә алма ширкити дунядики телфон ишләпчиқиридиған 3-чоң ширкәт болуп қалди.

мәнбәләр تەھرىرلەش