Мустафа Кәмал Aтатүрк

UYGHURCHE, ئۇيغۇرچە


балилиқ вә яшлиқ

تەھرىرلەش

әскәрлик

تەھرىرلەش
мустафа кәмал ататүрк

бу мәзмун толуқланмапту.

милли көрәш

تەھرىرلەش

рәис җумһур вақти

تەھرىرلەش

шәхси һаяти

تەھرىرلەش

сәланиктә туғулған. истанбулда 1938-йили вапат болған.

әсәрлири

تەھرىرلەش

еңи түркийиниң иҗадчиси, һәр саһәдикигә охшашла маарип саһәсидиму түркләргә дағдам йол ечип бәргән улуғ даһи мустафа кәмал ататүрк, түркийини дүшмәнлириниң истиласидин қандақ қутулдуруп қалған болса, җаһаләт истиласидинму шундақ қутулдурғандур.

ататүрк, азадлиқ урушида ғәлибә қилғандин кейин, йепйеңи бир түрк дөлити қуруп чиқиш билән бир вақитта, бүйүк түркийә ғайисиниң ул муәссәсә түрлирини йолға қойған, һәмдә бу бүйүк ғайиниң ул тешиниңму маарип икәнликини һәмишә тәкитләп кәлгән.

ататүрк, түркийә җумһурийити қурулғанлиқини җакарлаш билән тәң, кәң көләмлик маарип сәпәрвәрлик хизмитини кәң қанат яйдурған. 1972 – йилқи тунҗи қетимлиқ нопус тәкшүрүш нәтиҗисигә көрә, түркийидә оқуш – йезишни билидиғанларниң нисбити пәқәт йүздә 10.6 пирсәнни тәшкил қилатти. ататүрк ечип бәргән парлақ йолни бойлап қолға кәлтүрүлгән аләмшумул нәтиҗиләргә нәзәр ташлиғинимизда, иптихарлиқ билән шуни көрәләймизки, түркийә нөвәттә оқу – оқутуш саһәсидә заманивилашқан вә тәрәққи тапқан һәрқандақ бир дөләтни бесип чүшсә чүшидуки, һәргизму төвән орунда турмайду.

нөвәттә, түркийә 73 милйон нопуси арқилиқ дуняниң әң күчлүк вә динамикилиқ дөләтлири қатаридин орун алиду. мана бу 73 милйон нопусниң 21 милйонини оқуғучилар тәшкил қилиду. һазир түркийидә башланғуч маарипида мәктәплишиш нисбити йүздә йүз пирсәнгә йәтти.

түркийә җумһурийити қурулғандин буян, маарип саһәсидә кәң көләмлик ислаһат һәрикәтлири кәң қанат яйдурулуп, ғайәт зор мувәппәқийәтләр қолға кәлтүрүлди. буниң нәтиҗисидә, пиринсип, сиясәт вә пилан җәһәттин хәлқниң заманға мас һалда еңини өстүрүш ишқа ашурулди, һәмдә заманивий маарипниң пүткүл ул ташлири селинди.


ататүркниң маарип сиясити, оқу – оқутушта бирлик, миллийлик, секуларизимлиқ йәни дин билән сиясәт бир биридин айриветилгән систима вә заманға лайиқ маарип еңини алдинқи пиланға қойидиған әң асаслиқ қиммәтлик җәвһәрдур.

1921 – йилқи бир нутқида "мустәқиллиқ вә әркинлик мениң бирдин бир шоаримдур" дегән ататүрк, оқутқучиларға бәргән баянатида болса "һечқачан шуни есиңлардин чиқирип қоймаслиқиңлар керәкки, җумһурийәт силәрниң әркин пикир йүргүзәләйдиған, әркин виҗдан вә әркин аңға игә нәсилләрни йетиштүрүп чиқишиңларни тәләп қилмақта" дәп көрсәткән.

ататүркниң нутуқлири билән баянатлирини тәтқиқ қилғинимизда шуни көрүвалалаймизки, униң бирдин бир арзу қилидиғини, һәр бир инсанниң өзидә иҗадкарлиқ роһи, мислисиз әқил – парасәт, тиришчанлиқ, әркинлик, йүксәк әхлаий пәзиләт вә заманға маслишиш еңини йетилдүрүши, әлвәттә.

ататүрк, бир тәрәптин заманивий, мустәқил, секуларизимлиқ йәни дин билән сиясәт бир биридин айриветилгән системиға игә вә демократик бир җәмийәт қуруп чиқишқа тиришса, йәнә бир тәрәптин, буниң маарип саһәсидики асаслиқ амиллири болған аләмшумул қиммәт өлчәмлири, мәңгүлүк пиринсиплар вә заманивий усулларниң ул ташлирини селип бәргән.

ататүрк бир нутқида "әң муһим, шундақла әң асаслиқ нуқта маарип мәсилисидур. маарип шундақ бир һалқидурки, униңға мәһкәм есилған һәр қандақ бир милләт, өз әркигә еришәләйду вә мустәққилиқини қолға кәлтүрүп өз өзигә хоҗа болалайду, шундақла шанлиқ ғәлибиләрни қолға кәлтүрүп, тәрәққиятниң әң юқири пәллисигә ямишип чиқалайду; униңдин мәһрум қалған милләтләр болса, қуллуққа вә хар зәбунлуққа мәһкумдур" дегән вә бу арқилиқ һәқиқий мустәқиллиқниң алдинқи шәртиниң маарип икәнликини алаһидә тәкитлигән.

ататүрк "бир тәрәптин зулмәтлик җаһаләтни йоқитишқа тиришса, йәнә бир тәрәптин, түркийә җумһурийити яш – өсмүрлириниң иҗтимаий вә иқтисадий һаятта күчкә игә қилиниши үчүн зөрүр болған дәсләпки мәлуматларни әмәлийәткә бирләштүрп бериш, маарип ишлиримизниң асасий болуши керәк" дәп көрсәткән. қисқиси, ататүркниң , инсанниң күндилик һаятида мувәппәқийәткә еришишидә түрткилик рол ойниши үчүн, һәр җәһәттин маарипниң һәм инсан һәм җәмийәткә пайдилиқ болушини үмид қилишиму, мәмликитимиздә кәң қанат яйдурулушини үмид қилған заманивий маарип еңиниң асаслиқ пиринсиплиридин бири болуп қалған.

ататүрк, маарипқа қанчилик дәриҗидә әһмийәт бәргәнликини оқутқичиларға көңүл бөлүш арқилиқ намайән қилған. ататүрк бир нутқида, "һөрмәтлик устазлар! яш әвладларни илим – пән, пән – техника, әхлақий, әқлий вә җисманий җәһәтләрдин толуқ йетилдүрүп чиқиш җумһурийәтниң тәқәззасидур. йеңи әвладларни мана мушундақ алаһидиликләр бойичә йетиштүрүп чиқиш силәргә бағлиқтур" дейиш билән бир вақитта йәнә, шу улуғвар ғайини тикләп бәргән: "әң мәдәнийәтлик вә әң тәрәққи қилған бир милләт болуш сүпитимиз билән, тәрәққиятниң техиму йүксәк пәллисигә йетишкә мәҗбурмиз."

түркийә җумһурийити дөлити қурулуши билән тәңла маарип хизмитигә наһайити зор мәбләғ аҗритилған. "дүюну омумийә" дәп атилидиған османли дөлитидин қалған дөләт хираҗәтлириниң йүздә 20 гә йеқин қисми айрилған болушиға қаримай, маарип министирликигә йүздә 4.5 пирсәнт мәбләғ айрилған.

түркийә җумһурийити қурулған һаман, бүйүк түрк инқилавиниң йетәкчиси улуғ даһи мустафа кәмал ататүрк мундақ дәп көрсәткән: "миллий маарипниң асаслиқ нишанлири шуки, саватсиз һечқандақ бир гражданимиз қалмаслиқи, еһтияҗлиқ болған техник хадимлириниң йетиштүрүлүши, миллий ғайә вә бу ғайиниң идийисини пиланлап чүшәндүрүп берәләйдиған, һәмдә бу ғайини әвладму әвлад тәрәққи қилдуралайдиған шәхсләрниң йетиштүрүп чиқилиши вә қурулушларниң тәсис қилиниши шәрт."

ататүрк йәнә бир нутқида "қиз – оғул әвладлиримизниң маарип еңи охшаш сәвийидә йетилдүрүлүши керәк. түркийә дөлитиниң әвладлири маарипниң һәр бир басқучида, шундақла қтисадий һаятта паалийәтчан, төһпикар вә ғалиб әвладлардин қилип йетиштүрүп чиқилиши лазим" дәп йолюруқ бәргән.

түрк миллий маарипини заманиви вә илғар сәвийигә йәткүзүш пиланлириниң ул тешини селип бәргән ататүрк, маарипниң ғайисини мундақ дәп тәкитлимәктә: "маарипниң ғайиси, маарипниң асасий, маарипниң алаһидилики наһайити бүйүктур. әгәрдә бу һәқтә хата йолда меңип қелип, хәлқ заваллиққа қарап йүз тутса, буниң бирдин бир җавабкари, бу йолда сабит қәдәм билән алға илгириләватқан яхши нийәтлик, әқил парасәтлик, иҗтиһатчан вә хәлқи үчүн һечнемисини айимайдиған рәһбәргә ишәнгән бичарә хәлқтинму көрә, шу хәлқни хата йолға башлиғанлар әмәсму? илғар вә мәдәнийәтлик бир милләт болуш сүпитимиз билән кәлгүсидиму йәнә заманивий илғарлиқниң дәл мәркизи нуқтисида яшаймиз. буниңғиму пәқәт илим – пәнниң күчи арқилиқла еришкили болиду, әлвәттә. илим – пән қәйәрдә болушидин қәтийнәзәр уни шуни йәрдин елип, миллитимиздин һәр бир инсанниң меңисигә йәрләштүримиз. илим – пәнгә еришишниң алдинқи шәрти йоқтур...дуняда һәммә нәрсә үчүн, җүмлидин күндилик һаят үчүнму, мувәппәқийәткә еришиш үчүнму йәнила илим – пән болмиса зади болмайду. шуңа, биз яшаватқан шу дуняниң җүмлидин илим – пәнниң күнсири қандақсигә учқандак тәрәққи қиливатқанлиқини тонуп йетишимиз интайин муһим, шундақла илим – пәнниң аләмшумул тәрәққиятлирини нәзәрдин сақит қиливетишимизгә зади болмайду."

бүйүк дөләт әрбаби, йирақни көрәләйдиған зат вә билим мәстаниси болған улуғ даһи мустафа кәмал ататүрк ул тешини селип бәргән заманиви вә мәдәнийәтлик бир парлақ йолда ғәлибисири алға илгириләп, қанчилиған илмий җәмийәтләрни қуруп чиққан түркийә җумһурийити, бүгүнки күнгә кәлгәндә дуняниң санақлиқ билим мәркәзлиридин бири болуп қалди.


мәнбәләр

تەھرىرلەش