Орқун-йенсәй йезиқи

UYGHURCHE, ئۇيغۇرچە

орқун-йенсәй йезиқи
җуңго вә чәт әл алимлири бу йезиқ билән йезилған мәңгү таш ядикарлиқлири моңғулийидики орқун дәряси вадилиридин һәм сибирийидики йенсәй дәряси бойлиридин тепилғачқа, тепилған орниға қарап орқун-йенсәй йезиқи дәп атиған. шу вақитта бу йезиқни ишләткән асасий хәлқниң намиға қарап қәдимки түрк йезиқи, көк түрк йезиқи дегән намлар билән атиған. бу йезиқ йәнә шәкил җәһәттин шималий явропадин тепилған қәдимки германлар ишләткән роник йезиқиға охшап қалғанлиқи үчүн, қәдимки түрк-роник йезиқи дәпму аталған. шундақла түркий хәлқлар бу йезиқни ислам динини қобул қилиштин бурун ишләткән йезиқ болғачқа, исламийәттин бурунқи йезиқ дегәнгә охшаш намлар биләнму атиған. бу намлар пәқәт йезиқшунаслар вә тәтқиқатчилар тәрипидин қоюлған намлар биләнму атиған. бу намлар пәқәт йезиқшунаслар вә тәтқиқатчилар тәрипидин қоюлған намлар иди. бу һәқтики издиниш вә тәтқиқатлар нәтиҗисидә бу йезиқниң әсли долбарчин йезиқи дәйдиған наминиң барлиқи һәққидики мәлумат бизгә кейинрәк мәлум болди. шуниңдин кейин бу йезиқни өз нами билән долбарчин йезиқи дәп аташ һәққидә мақалиләр йезилип, тәшәббуслар оттуриға қоюлди. биз бу дәрсликтә мәмликитимиздә көпрәк қоллиниливатқан оқутқучи-оқуғучиларға тонушлуқ болған намни қолландуқ.

орқун-йенсәй йезиқида 39 һәрп, бир айриш бәлгиси болуп, бу йезиқ елипбәлик йезиқ билән боғумлуқ йезиқниң арилашмисидур. орқун-йенсәй йезиқи омумән, оңдин солға қарап тоғрисиға йезилиду. лекин, йенсәй мәңгү ташлирида солдин оңға йезилған, айрим мәңгү ташларда бир қури оңдин солға, йәнә бир қури солдин оңға зәнҗирсиман улап йезилған әһвалларму учрайду. бу йезиқта төт һәрп сәккиз созуқ тавушни, 31 һәрп 18 үзүк тавушни, бәш һәрп қош һәрплик боғумларни ипадиләйду. сөзләр бир-биридин қош чекит ( : ) арқилиқ айрип йезилиду. бәзи сөз бирикмилири бир сөз қилип қошуп йезилиду. айрим орунларда "~" сөз айриш бәлгиси орнида қоллинилиду. орқун-йенсәй йезиқиниң мәнбәси вә түркий хәлқләрниң бу йезиқни қайси дәврдин башлап қолланғанлиқи қатарлиқ мәсилиләрдә алимларниң көз қариши бирдәк әмәс. бәзи тарихий материялларға асасланғанда бу йезиқни уйғурлар 5- әсирдин 8- әсиргичә, йәни, ғәрбкә көчүштин илгирики мәзгилләрдә қолланған.


уйғур орхун йезиққиниң елипбәси

تەھرىرلەش
ишлитилиши һәрплер ипадилиниши (ULY)вә тәләппузи (IPA)
созуқ тавушлар a;e /a/, /e/
i;ï /ɯ/, /i/, /j/
o;u;w /u/, /o/, /w/
ö;ü;w /ø/, /y/, /w/
үзүк тавушлар маслишишчан тавушлар билән:
(¹) — арқа,
(²) — алди
созуқтавушлар
/b/ /b/
/d/ /d/
g¹/gh /ʁ/ /ɡ/
/l/ /l/
/n/ /n/
/r/ /r/
/s/ /s/
/t/ /t/
/j/ /j/
only (¹) — Q
only (²) — K
q /q/ k /k/
барлиқ созуқ
тавушлар билән
ch- /tʃ/
m- /m/
p- /p/
sh- /ʃ/
z- /z/
ng- /ŋ/
қошма һәрпләр + созуқ тавуш ich, chi, ch /itʃ/, /tʃi/, /tʃ/
iq, qi, q /ɯq/, /qɯ/, /q/
oq, uq,
qo, qu, q
/oq/, /uq/,
/qo/, /qu/, /q/
ök, ük,
kö, kü, k
/øk/, /yk/,
/kø/, /ky/, /k/
+ үзүк тавуш nch- /ntʃ/
ny- /ɲ/
it- /lt/, /ld/
nt- /nt/, /nd/
word-divide symbol
(-) — пәқәт сөз ахиридила

A reading example: — inscription (RTL)

T²NGR²I — transliteration
/teŋri/ — transcription
teñri / tanrı — record with modern Turkic alphabet
the skygod or the eternal blue sky indicating the highest god — ancient meaning
The God — modern meaning


орқун-йенсәй йезиқида йезилған мәдәний ядикарлиқлар уйғур миллитиниң тарихини, сиясий, иқтисадий әһвалини, итнографийисини, тил-йезиқи, әдәбият-сәнити вә мәдәнийәт тарихини тәтқиқ қилишта интайин муһим әһмийәткә игә. орқун-йенсәй йезиқида йезилған ядикарлиқларниң асаслиқи хақанлар, қәбилә башлиқлири, ләшкәр башлиқлириниң қәһриманлиқ һаяти, батурлуқи, тәсвирләнгән мәдһийиләр вә улар өлгәндин кейин һаятлиқидики төһбилири хатириләнгән мәңгү ташлар болуп, уларниң асаслиқи төвәндикиләрдин ибарәт.

1. чорин мәңгү теши.

2. тунюқуқ мәңгү теши.

3. көл тегин мәңгү теши.

4. билгә қаған мәңгү теши.

5. кулчур мәңгү теши.

6. моюнчур мәңгү теши.

7. тоққуз оғуз қағани мәңгү теши.

8- суҗи мәңгү теши.

9. терхин мәңгү теши.

10. тәс мәңгү теши вә башқилар

Bold text==қарап чиқмақ==

мәнбәләр

تەھرىرلەش