UYGHURCHE, ئۇيغۇرچە

сумер мәдәнийити нөвәттә месопотамийәдә байқалған мәдәнийәтләр ичидики әң бурунқи мәдәнийәт болуп инсанларниң дәсләпки мәзгилдә барлиққа кәлгән әң қәдими мәдәнийәтләрниң бири һесаблинду.сумер мәдәнийити асаслиқи месопотамийәниң җәнуби қисимиғаҗайлашқан.радио-актиплиқ карбон14ниң дәвр бөлүш синиқи сумер мәдәнийитиниң башлинишни бүгүндин бурун 6000йилларғичә сүрүштүрүшкә болдиғанлиқини испатлайду. сумер мәдәнийти бүгүндин 4000йиллар илигири ахирлашқан болуп орнини самлар қурған бабилон алған.бу йәрдин байқалған миқ йезиқтин авалқи йезиқни өз ичигә алған таштахта бүгүндин тәхминән 56 әсир бурун дәп бекитилди.

сумер дегән бунам һәргизму сумерларниң өзини атиши болмастин бәлки башқиларниң уларға бәргән нами иди.бу намни әң бурун ишләткәнләр акадлардур.сумерлар өзини‹‹sag-gi-ga››дәп атайдиған болуп қарабаш йәни қара чачилиқ дегән мәнини билдүриду,бәлким улар сериқ тәнлик болуши мумкин.улар туридиған җайини ‹‹ki-en-gir››дәп атайдиған болуп мәдәнийәтлик падишаһниң йери дегән мәнини билдүриду.акадлар қолланған шумер дегән сөз бәлким мушу сөзниң мәлум бирҗайниң шивисидики өзгириши мумкин.

сумерларниң тили,мәдәнийити вә ташқи қияпитиниң һәммиси уларниң сам қошнилири вә варслири билән охшашмайду.сумерлар месопотамийәниң йәрликлири болуп архелогийәлик қезимиларниң испатлишичә миладийәдин бурунқи 53-әсирдин миладийәдин бурунқи4000-йилларғичә дәсләпки обәйд мәзгилиниң башлинишиғичә месопотамийәниң җәнубидики мәдәнийәт үзүлмәй давамлашқан.

бүгүнки ирақниң җәнубидики қурғақ латқа түзләңлик шуйәрдики аһалиләргә нисбәтән ейтқанданаһайити бир мушәқәтлик җай болуп ,бу йәрдә яшаймән дәйдикәнсиз пүтүн йиллиқ суғириш вә ичимлик су мәнбәсигә капаләтлик қилиш үчүн чоқум тигрис дәряси билән фират дәрясини тизгинләш иқтидари болуши керәк.сумер тилидақанал,тосма,су амбириға охшаш суға мунасивәтлик сөзләр интайин көп.обәйд сапаллири билән шималдики самарра мәдәнийити(миладийәдин бурунқи 58-әсирдинмиладийәдин бурунқи 50-әсиргичә) сапаллири мунасивәтлик болуп самарра мәдәнийитидики кишләр тигрис дәряси вә униң тармақ еқинлирдин пайдилнип дәсләпки иптидаи суғирлима деһқанчилиқ елип барған.1980-йилларда франсийәлик архелоглар бүгүнки ларсаниң әтрапидин қезип чиққан аһалиләр райони икки мәдәнийәт арисидики алақини наһайити рошән көрситип туриду.бир мушәқәтлик муһитта яшаш вә тәрәққи қилиш үчүн шу җайдики овчилиқ мәдәнийити улар билән риқабәтлишишкә амалсиз қалған.

сумер тили тилшунаслиқта бир йиганә тил болуп һечқандақ бир тил түркүмигә тәвә әмәс,бирақ акад тили сам-һам тиллири системисға тәвә.йеңи көзқарашта сумер тили бәзи чағларда җоңгодики сино-тибәт тиллири системиси билән биллә денә-кавказ тиллири системисиға тәвә дәп қарайду.

тарихи

дәсләпки йүксәк мәдәнийити

муәррихләр миладийәдин бурунқи 4000-йилдин миладийәдин бурунқи3000-йилғичә болған сумер мәдәнийитини ‹‹дәсләпки йүксәк мәдәнийәт››дәп атайду.бир җәһәттин бу мәзгилдә сумерларниң һәрқайси шәһәр дөләтлири вә сумерларниң йезиқи аллибурун пәйда болған,бирақ бумәзгилниң тарихи йәнилар таза ениқ әмәс,бундақ болушниң сәвәби бәлким көп тәрәптин болуши мумкин, мәслән:архелогийәлик байқашниң йетәрлик болмаслиқи яки мәдәнийәт әмидиләтин башланған чағда системилиқ тарихи хатирә қалдурлмиған болуши қатарлиқ.һазир байқалған мушу мәзгилгә даир әсәрләрасаслиқи иқтисади вә мәмури җәһәттики һөҗҗәтләр болуп буларға тайинипла әйни вақиттиниң толуқ тарихини техи тәсвирләп бәргили болмайду.

әң дәсләпки сумер мәзгили бир қанчә мустәқил шәһәр дөләтлиридин тәркиб тапқан болуп будөләтләр қанал вә чегра теши арқилиқ айрилип турған.һәрбир шәһәр дөлитиниң мәркизидә мәзкур шәһәрдөлитиниң қоғдиғучи илаһиниң ибадәтханиси болған,һәрбиршәһәр дөлитигә мәзкур шәһәрниң дини мурасимиға риясәтчилик қилдиған каһин яки падишаһ һөкүмранлиқ қилған.

сумер дәсләпки сулалиси мәзгили

архелогийәлик байқаш вә еришкән тарихи матерялларға асасланғанда миладийәдин бурунқи2900-йилдин башлап сумер шәһәр дөләтлири бир ‹‹дөләтләр ара хоҗилиқ талишиш››дәвригә қәдәм басқан.

бир қәдәр чоң болған шәһәр дөләтлиридин ериду,киш,урук,лагаш,ур,нибру қатарлиқлар болуп бу шәһәр дөләтлири су һоқуқи,сода йоли вә чарвичи милләтләрниң олпани қатарлиқ ишлар сәвәбидин миң йилға йеқин өзара урушуп турған.архелогийә әйни вақиттики тарихи әһвални тәхминән тәсвирләп берәлигән болсиму бирақ архелогийәлик тарихи материялларниң чәкликлики түпәйлидин бүгүнки кишләрбилип йәткән ашу мәзгилдики тарих әмәли әһвалниң азла бир қисимидинла ибарәт.

киш илгири бирқәдәр күчлүк шәһәр дөлити дәп қаралған ,чүнки кейин нурғунлиған сумер шаһлири әмәлийәттә кишкә һөкүмранлиқ қилип бақмиған болсиму бирақ өзлирини киш шаһи дәп атиған(бирақ һазир йәнә бәзи муәррихләр униң һәргиз кишниң илгири сумерға хоҗаболғанлиқини толуқ испатлап берәлмәйдиғанлиқини,өзини киш шаһи дәп аташ бәлким йәнә башқа дини җәһәттики сәвәб болуши мумкин дәп қарайду).һазирғичә испатланған әң бурунқи шаһ дәл киш шаһи ембарагәси икән.кейин йәнә бирқәдәр күчәйгән шәһәр дөләтлири урук,ур,умма вә лагаш қатарлиқлардур.

архелогларниң лагашта хан җәмәтиниң ойма йезиқини байқиши бүгүнки кишләрни миладийәдин бурунқи2500-йилдин миладийәдин бурунқи 2350-йилғичә болған тәхминән 150йиллиқ мукәммәл болған лагаш шаһлири җәдивили вә мунасивәтлик тарихи ишларни билишигә мумкинчилик яратти һәмдә лагашни сумерларниң һәрқайси шәһәр дөләтлири ичидә бир қәдәр толуқ чүшнилгән шәһәрдөлитигә айландурди.

тәхминән миладийәдин бурунқи 2500-йилниң алди-кәйнидә лагаш күчийшкә башлиди урмәншә мәзгилидә лагаш сумерға хоҗа болди,әннәтум вә әнмәтена тәхттә олтурған мәзгилдә лагаш хели көп җайларни бойсундурди,сумерда бир хил бирликкә келиш йүзлиниши көрүнүшкә башлиғаниди лекин кейин ругаранда дөләтни яхши башқурмай авамниң исян көтүршини кәлтүрүп чиқарди. урукагина исимлик бир киши ругаандани ағдуруп ташлиди һәм авамниң қоллиши билән тәхткә чиқти,у инсанларға мәлум болған тарихтики тунҗи қетимлиқ сияси ислаһат һәркитини елип барди вә‹‹урукагина қануни›› түзүп чиқип авамниң мәнпәәтни қоғдимақчи болди.лагашниң ички қисмида қалаймиқанчлиқ көрүлгән пәйиттә сумердики һәрқайси дөләтләр арачоң көләмлик уруш партилди.умма шаһи лугалзагеси лагашни бойсундуруп урукагинани өлтүрвәтти һәм лагаш шәһирини қан билән бойиди.урукагина тәхттә пәқәт алтә йил олтурған болуп униң ислаһати шуниң билән бикар болуп кәтти.

умманиң каһини шаһ лугалзагеси лагаш сулалисни йоқитип урукни ишғал қилди һәм уни өзниң пайтәхти қилди.у өзиниң емпирийәсини персийәдин таки оттура деңизғичәсозулду дәп җар салди.бирақ самларниң акад падишаһлиқиниң шаһи саргон лугалзагешини мәғлуб қилип уни әсиргә алди ,сумер шәһәр дөләтлирниң тарихишуниң билән аяқлашти.

акад падишаһлиқи дәври

акадпадишаһлиқи месопотамийәни бирликкә кәлтүрди,бирақ акадлар самлардин болуп сумерлардин әмәс иди.

сумерларниң қайта гүллиниши

акадпадишаһлиқиниң ахирқи мәзгилидә сумерларниң аз болмиған шәһәр дөләтлири йәнә қайта гүллинишкәбашлиди.акадлар болса ‹‹бәдиви›› гутлар тәрпидин йоқитилди.акад падишаһлиқи гумран болғандин кейин сумерлар қайта гүлләнди.лагашму бир гудийә дәйдиған шаһниң һөкүмранлиқи астида интайин гүллинип қудирәт тапти,бу йәнә лагаш иккинчи сулалисиму дейилду.

ур үчинчи сулалиси

‹‹бәдиви››гутларакад падишаһлиқини йоқатти,бирақ гутларниң һөкүмранлиқи анчә мустәһкәм әмәс иди,шуңлашқа сумер шәһәр дөләтлири қисқа қайта гүллинәлиди.урук шаһи утуһенгал болса гутларни қоғливәткән қәһриман иди.утуһенгалниң күчийиши лагашқиму тәһдит елип кәлди.утуһенгал урнаммаға ур шәһрини сақлашқақойди.утуһенгалниң өлүм сәвәби ениқ әмәс бирақ урнамма урни пайтәхт қилип месопотамийәни бирликкә кәлтүрди һәм ур үчинчи сулалисини(миладийәдин бурунқи2111-йилдин миладийәдин бурунқи 2003-йилғичә) қуруп чиқти.урнамма өзини‹‹сумер вә акад шаһи›› дәп атиди.

ур үчинчи сулалиси гәрчә сумерларниң сулалиси болсиму бирақ униң илгирики сумер шәһәрдөләтлиригә охшимайдиған йери шуки у акад падишаһлиқи вә бабилон падишаһлиқиға охшаш бир қудирәтлик һоқуқ мәркәзләшкән дөләт иди.нөвәттә инсанлар тарихта билип йәткән әң бурунқи қанун дәл ‹‹урнамма қануни››дур,гәрчә бу қанунниң пәқәт бир қанчә парчилирила сақлинип қалған болсиму.ур үчинчи сулалиси мәзгили ур шәһригә нисбәтән зор қурулуш елип берлған мәзгил болуп,урдики ибадәтхана харабисини һазирму тавап қилғили болиду.сулалиниң ахирқи мәзгилидә,шаһ һоқуқи аҗизлишип һәрқайси җайлар бөлүнмә һаләткә чүшүп қалди,униң үстигә сириттин кәлгән аморилар(самларниң бир тармиқи) таҗавузини тохтатмиди.әң ахирда иламларниң таҗавузи ур үчинчи сулалисигә әҗәллик зәрбә бәрди.шаһ ибби син мәғлуб болуп әсиргә чүшти,шуниң билән ур үчинчи сулалиси мунқәрз болди.

ур үчинчи сулалиси мунқәрз болғандин кейин тарихта сумерлар қурған һакимйәт қайта көрүлүп бақмиди.сумер миллитиму тарих йүзидин ғайип болди.гәрчә кейин бабилон вәассурийә мәзгилидә сумер тили вә уларниң мих йезиқи йәнила мәвҗут болған болсиму бирақ сумер дөләтлирниң тарихи әпсанә- ривайәтләргә айлнип кәтти.сумерларниң мәдәнийити гәрчә йәнила варслиқ қилинған болсиму бирақ сумерларниң өзи кишиләр тәрипидин тәдирҗи унтулуп кетилди.юнанлиқлар вә йәһудилар әсәрлирдә сумерларни әзәлдин тилға елип бақмиған иди.сумерларниң мәдәнийти вә тарихиға мунасивәтлик материялларниң һәммиси йеқинқи замандики архелогийәниң төһписидур.

завал тепиши

әтраптики күчләрниң тәрәқиятиға әгишип сумерлар бара-бара уларниң месопотамийәдики көп қисим районларниң сияси җәһәттики хоҗилиқ орнидин айрилип қалди.аморилар сумерни ишғал қилип бабилонни қурди.миладийәдин бурунқи 1595-йили һүрриләр месопотамийәниң шималида миттанни падишаһлиқини қурди.бабилон болса месопотамийәниң җәнубини контрол қилатти.буикки дөләт мисир вә хитти падишаһлиқиниң һуҗумини тости.ахирда хитти падишаһлиқи митанни падишаһлиқини мәғлуб қилди,бирақ бабилон тәрпидин мәғлуб қилинди.миладийәдин илгирики 1460-йили ассурлар бабилонни мәғлуб қилди.миладийә1150-йилға кәлгәндә ассурлар йәнә иламлар тәрпидин мәғлуб қилинди.

деһқанчилиқ вә овчилиқ

сумерлартериған өсүмлүкләрарпа, нуқут, йессимуқ, териқ, буғдай, чамғур, чилан палмиси, пияз, самсақ, кусәйгүл вә тағаптаппәриси қатарлиқларни өз ичигә алиду.уларниң өй һайванлири кала,қой,өчкә,чошқа,ишәк қатарлиқлар болуп кала уларниң асаслиқ йүк көтүрдиған,ишәк болса асаслиқ йүк тошуйдиған һайвини болған.сумерларйәнә белиқ тутқан ,қуш овлиған.

сумерлардеһқанчилиқта суғириш системисигә тайинатти,бу су тартидиған һәрикәтчан биләк,қанал,өстәң,тосма,тоған вә су амбарлирини өз ичигә алатти.өстәң вә қаналларни пат-пат ремонт қилип патқиқини тазилашқа тоғра келәтти,һөкүмәттә өстәң вә қаналларни башқурдиған мәхсус адәм болатти,байлар болса өзиниң өстиңини ишлитәтти.чәктин ашуруп ишлитиш сәвәбидин сумерлар тупрақниң шорлишип кетиш җапасини тартатти.

сумер деһқанлири авал қаналдики суни башлап келип етизлирини бастуратти,етиз суға бир мәзгил чилишип турғандин кейин суни чиқирветип кала билән етизни ағдуратти,от-чөпни йоқутатти андин турна тумшуқ отуғуч билән йәрни колайти,йәр қурғандин кейин йәрни отайти,тирнилайти,гүрҗәк билән тупрақни бошитатти.

сумерлар күздә ормиға чиқатти,орма ориған вақитта улар үч адәм бир гуруп болатти.оруп болғандин кейин толуқ селип дан билән пахилини айрийти,йәнә башақ калтики билән уруп дени билән кепикини айрип чиқатти,ахирда шамал билан соруп кепики билән денини толуқ айрийти.

қурулушлири

месопотамийә түзләңликидә таш вә дәл-дәрәх кәмчил иди.шуңлашқа сумерларниң қурулушлириниң һәммиси кесәктин селинатти.кесәк қурулушлар вақитниң өтүшигә әгишип бузулуп кетәтти,шуниң үчүн бир мәзгил вақит өткәндин кейин уни чеқиветип түзләп қайта селишқа тоғра келәтти.вақиттиниң давамлишиға әгишип месопотамийә түзләңликидики шәһәрләр тохтимастин егизләйти,бу хил қәдими излар тәл дейилдиған болуп оттура шәрқниң һәммә йеридин учратқили болиду.сумерларниң әң һәйвәтлик әң мәшһур қурулуши мунарлиқ ибадәтхана болуп улар ғайәт зорсупиларниң үситгә қопурлатти.сумерларниң юмилақ тамғисниң үситидә техи йеқин мәзгилдә ирақниң җәнубидики сазлиқ әрәблири туридиған қомуштин ясалған өйләргә охшап кетидиған нәқишләр бар иди.

сумерларниң ибадәтхана вә ордилириға техиму мурәккәп болған қурулма вә техникақоллинилнатти,мәслән: түврүк,мәхпи ханә,сеғиз миқ қатарлиқ.

мәдәнийити

сумермәдәнийитиниң җәнубта ериду,шималда нибрудин ибарәт икки мәркизи бар иди.бу икки мәркәзниң мәдәнийәт тәсири түптин пәрқлинәтти.нибру болса енлилниң муқәддәс йери иди,енлил болса удуняниң баш илаһи иди,у инсанларға ата қилған әпсун вә сеһир яхши-яман алвастиларни қоғлиялайти,униң земини бир тағниң ичидә болуп униң һасилатлири йәр астида яшайти.

ериду болса мәдәнийәт илаһи енкиниң муқәддәс йери иди,у нур вә яхшилиқ илаһи болуп йәраситидики татлиқ суниң һөкүмрани,дохтур вә инсанларниң дости иди,уинсанларға сәнәт,илим-пән,санаәт вә мәдәнийәт елип кәлгәниди.ейтилишчә әң дәсләпки қануннамә униң мәһсули икән.

ериду әсли бир деңиз порти иди,у ташқи сода вә һәрхил мәдәнийәт бу йәрдә алмишип униң тәрәқиятиға нисбәтән шүбиһсиз наһайити зор рол ойниғаниди.униң дуня қариши униң җуғрапийәлик орни билән мунасивәтлик болуп у қуруқлуқ дегән худди фират дәрясниң деңизға қоюлуш еғизи тохтимастин кеңәйгәнгә охшаш , қуруқлуқ дегән деңиз сүйи ичидин пәйда болған дәп қарайти.тарихи хатириләр қалдуруштин бурунла ериду мәдәнийити билән нибру мәдәнийити өзара алмаштуруш елип барғаниди.бабилон еридуниң бир мустәмликисидәк қилатти,еридуниң йенидики ур болса нибруниң мустәмликиси иди,у йәрдә һөрмәтлиндиған ай илаһи нибрудики енлилниң оғли иди.икки хил мәдәнийәтниң бирикишдә еридуниң тәсири муһим салмақни игәлләйдиғандәк қилатти.кейиники мәзгилидики сумер қануни аялларни қоғдайти,аяллар хели юқири орунға чиқалайти,бирақ пүткүл мәдәнийәт җәһәттәәрләр хоҗа болатти.

иқтисад вәсодиси

архелогийәлик байқашларда анатолийәдин тепилған обсидийә(бир хил қара рәңлик гөһәр),афғанистанниң шәрқи-шимали қисмидин тепилған көк метал,бәһрәйиндин тепилған марҗан вә бәзи һинди дәря мәдәнийити йезиқи оюлған тамғилар әйни вақитта парс қолтуқи қирғақлирида наһайити кәң болған сода ториниң болғанлиқини испатлайду.

гилгамиш дастанида йирақтики әлләр билән сода қилиш арқилиқ месопотамийәниң аз болған маллири мәслән:яғачқа еришиш тилға елинған.болупму либанниң кедир(қариғайниң бир түри) яғичи яхши баһаға еришкән.

сумерлар қулларни ишилтәтти,бирақ қуллар сумер иқтисадиниң түврүки әмәс иди.қуллар асаслиқи рәхт тоқушқа,басмичилиққа селинатти,улар йәнә түгмәнләрдә ишләйти,мал тошуйти.

сумерларниң сапаллирида кедер мейи арқилиқ сизилған нәқишләр бариди,камаләклик үшкә арқилиқ от чиқирип сапал пишуратти.сумерларниң ташчилири вә зәргәрлири ақгәҗ, пил чиши,алтун,күмүш,һеқиқ вә көк металларни пишшиқлап ишләшни биләтти.

һәрби ишлири

сумерларсепиллар арқилиқ шәһәрлирини қоғдайти,бирақ уларниң сепиллири кесәктин ясалған болғачқа дүшмәнләрниң вақти йетәрлик болсила қоршап турған вақиттин пайдилнип сепил тамилирини колап сепилларни өрүваталайти.

сумерларниң қошуни асаслқи пиядә ләшкәрләрдин түзүлгән иди,йеник пиядә ләшкәрләрниң қолида адәттә палта,хәнҗәр вә нәйзә қатарлиқ қораллар болатти.мунтизим пиядәләшкәрләрниң йәнә мис добулғиси,кигиз йепинчиси вә терә өтүклири болатти.

сумерларниң қошунида йәнә ява ишәк қетилған һарвилар болатти,бу дәсләпки җәң һарвилири җәң қилғанда анчә чоң роли болмайти,бәзиләр улар асаслиқи қорал тошушқа ишилтилду дәп қарайду,бирақ үстидики ләшкәрләр палта яки узун нәйзә билән қоралланғаниди.сумерларниң җәң һарвилирниң төт пай чақи болатти,үситидә икки ләшкәр туратти,төт ява ишәк қетилғаниди.һарвиниң өзи болса бир тоқулған севәт иди,чақи пүтәй болатти.

сумерлар йәнәташ атқуч,камалчә қатарлиқ йираққа һуҗум қилдиған қоралларни ишләткәниди.

дини ишлири

сумерларниң инсанларниң илаһниң хизмитини қилиш үчүн дуняға кәлгәнликигә ишинәтти,шаһ болса илаһниң бу дунядики вакаләтчиси иди,инсанлар илаһниң нәсиһәтигә бойсуниши керәк иди,ундақ болмиғанда қәлби рәзилшип илаһниң җазасиға учрайти.шуңлашқа кишләр егиз мунарлиқ ибадәтханиләрни ясайти,чирайлиқ,мунтизим җабдуқларни ясап илаһниң инсанларға бәргән яхшилиқини намаян қилатти.

сумерларниң һәрбир шәһиридә уларниң өзигила хас болған илаһи вә илаһийити болатти һәмдә вақиттиниң өтишигә әгишип кишләрниң илаһқа болған әқидисиниң өзгириши кишләрниң илаһқа тәсвирлишидиму өзгиришни кәлтүрүп чиқарғаниди,сумерларниң коллектип бир дини йоқ иди.сумерларниң динида көп илаһлар болуп һәм бир баш илаһиму болатти.

сумерларниң етиқади әң дәсләп хатирләнгән етиқад болуп,булар кейинки месопотамийәдики әпсанә,астрологийә вә динниң булиқи иди.сумерлар йәр йүзиниң тәкиши икәнликигә,асманниң тувақисиман икәнликигә ишинәтти.улар адәм өлгәндин кейин әрваһқа айлинип әнсизлик билән удуняда мәңгү лағайлап йүридиғанлиқиға ишинәтти.уларниң бу хил етиқади дунядики башқа кишләргиму тәсир көрсәткәниди.алфиред норс вейтхед(әнгилийәлик математик,пәйласоп) илгири: биз месопотамийәдики самлардин әхлақ вә динға варслиқ қилдуқ... дегәниди.

сумерларниң баш илаһи тәңри илаһ ану болуп униң әң муһим һәмраһилири җәнубтики енки,шималдики енлил вә венира илаһи иштар қатарлиқлар иди.қуяш илаһи уту,ай илаһи инәнна иди.ана илаһиниң исми наму иди,ундин башқа йәнә йүздин артуқ кичик илаһлар бар иди.һәрбир илаһ бир шәһәр билән бағлинишлиқ болатти,буилаһларниң муһимлиқи мушу шәһәрләрниң сияси җәһәттики гүллиниши вәхараблишишиға әгишип өзгирәйти.сумерлар инсанларни илаһ сеғиз топидин ясиған,мәқсиди илаһ үчүн хизмәт қилиш дәп қарайти.мубада илаһ ғәзәбләнсә улар йәр тәвритиш яки боран-чапқун чиқириш арқилиқ инсанларни җазалайти.сумерлар инсанлар пәқәт илаһниң ич ағиритиши аситидила яшиялайду дәп қарайти.

сумерларниң ибадәтханиси адәттә бир чоң залдин тәркиб тапатти,залниң икки тәрипидә йол болатти,йолниң сирти болса каһинларниң туридиған йери иди.залниң биртәрипидә бир егиз супа болатти,супиниң үситида болса һайван,көктат қатарлиқ қурбанлиқларни қойидиған биркесәк үстәл болатти.ашлиқ искилати вәбашқа амбарлар адәттә ибадәтханиниң әтрапида болатти.кейин сумерларибадәтханини төт тәрәплик супиниң үстигә салдиған болди,бу супилартохтимастин егизләп мунарлиқ ибадәтханини һасил қилатти.

бақи дуня уқуми

сумерларниң әнәнисидә бақи дуняниң рәсми нами апсу дейиләтти."ап›› дегән сөз сумертилида чоңқур дегән мәнини билдүрәтти.апсу дегән сөзниң сумер әпсанилирдики мәниси болса‹‹сүзүк сулар еқип турған йәр асти көли›› иди.‹‹чоңқур суилаһи››апсу әслидә дәсләпки алтә дәврдики сумер илаһлириниң бири болуп чиши драгон дияма билән бир җүп иди,бирақ ахирәт уруши болған чағда суилаһи енки тәрпидин йәр астиға нәзәрбәнд қилинип шу йәрдәөлгән,шуниңдин бақи дуняғаайланған.апсуға һөкүмранлиқ қилдиған илаһлар тоғрисида нурғун көзқарашларбар болуп бәзиләр су илаһи енки һөкүмранлиқ қилиду десә,йәнә бәзиләр ай илаһи инәннаниң ашниси домуз(толуқ исими домуз апсу) яки сиңлиси иричигала һөкүмранлиқ қилиду дәйду.

енки тоғирисидики пикир бәлким униң ахирәт урушида апсуни нәзәрбәнд қилип өлтүргәнликидин кәлгән болуши мумкин,шуңлашқа енки қоғдайдиған шәһәр ериду апсуниң әсли типи дәп қарилду.иричигала бир қәдәр алаһидә болуп апсуниң ичдәтурупла қалмастин һәм йәнә апсудин айрилип пани дуняға келәләйти,башқаилаһлар болса апсуға кирәлмәйти,чүнки әгәр бир қетим өлүпла кәтсә панидун яға қайта келәлмәйти.домуз болса ‹‹инәнна билән домуз›› һекайисидә тутулуп апсуға елип берилду,һәр йили ачиси билән апсуда һәрқайси алтә айдин туриду.

апсудики дозақ паскина вә қараңғу болуп ичидә тошқичә җин-алвастилар бар иди.мәйли илаһ яки адәм болушидин қәтинәзәр өлгәндин кейин өзиниң һаят вақитидики қилған-әткәнлиригә асасән апсуда охшаш болмиған муамилигә еришәтти.

техникиси

сумерларниң техникисидин чақ, һәрә, терә әшләш, биләйзүк, болқа, игәр, миқ, йиңнимиқ, үзүк, күрәк, палта, пичақ, узуннәйзә,я оқи, шәмшәр, йилим, хәнҗәр, халта, добулға, қолвақ, савут, оқдан, ғилап, өтүк, сапмакәш, вилка вә һарақ ечитиш қатарлиқлар бар иди.

сумерларниң охшимайдиған үч хил қолвиқи бар иди:

терәқолвақ: қомуш вә һайванат терисидин ясилатти.

йәлкәнлик кемә: қарамай ишилтилип су кирип кетишниң алдини алатти

яғач қолвақ: бәзи чағларда адәм яки һайванлар арқилиқ сөритиләтти.

тил-йезиқи

сумер тили инсанлар һазирғичә билип йәткән һечқандақ бир тил билән йеқин кәлмәйдиған бирхил йеганә тил.сумер тили билән башқа тилларни болупму урал-алтай тиллири системисидики тиллар билән бағлаштәк мәқсәтму әмәлгә ашмиди.җон беңтсонниң көзқаршиға асасланғанда сумер тили бәлким денә-кавказ тиллири сиситемисиға тәвә болуши мумкин.нөвәттә сумертилиниң бир хил йепишма тил икәнлики билингән йәни униң сөзлири йепишқан сөз бөләклиридин тәркиб тапиду.

сумерлар бир хил тәсвири йезиқ иҗад қилған болуп кейин бу хил йезиқ миқ йезиққа қарап тәрәқи қилған.бу йезиқ болса инсанларниң билип йетилгән әң қәдими йезиқи болуп һесаблинду.

нөвәттә он миңдин ошуқ сумер әсәрлири қезип чиқилған болуп көп қисми сеғиз топидин ясалған тахтайниң үстигә оюлған.улар шәхис вә карханиларниң хәт-чәкилири, әвәтилгән пул, тамақ тизимлики, қамус қатарлиқларниң җәдивили, қанун, мәдиһийә нахшилири, тилавәт, сеһиргәрлик әпсунлири, математика, астрономийә вә тибабәт қатарлиқ мәзмундики илим әсәрләрни өз ичигә алиду.нурғун чоң қурулуш вә чоң типтики һәйкәлләрниң үстигиму хәтләр оюлған.нурғун әсәрләрниң охшас болмиған нусхилири сақлинип қалған булуп даим нусхилинип турған.көчүрүп йезиш әйни вақиттики кишләрниң бирдинбир әсәр тарқитидиған усули болған.сам тиллиқ кишләр месопотамийәниң һөкүмраниға айланған чағдиму сумер тили йәнила дин вә қануни ишлирида қоллинилдиған тил болған.

мутәхәсисләрму сумер йезиқини наһайити тәстә чүшинду,болупму дәсләпки сумер йезиқи наһайити тәс иди,чүнки улар даим барлиқ граматка қурулмисини өз ичигә алмайти.

мираслири

сумерларниң нурғун кәшпияти кейинки мәдәнийәтләрниң тәрәқиятида интайин муһим рол ойниған.бәзиләр чақни дәл сумерлар кәшип қилған дәп қарайду.улар иҗад қилған йезиқ нөвәттә инсанлар билип йәткән әң бурунқи йезиқ системиси һесаблинду.улар әң бурун астрономийлик һадисиләрни хатирлигән инсанлардур.улар һәрбир саәтни 60минут,һәрбир минутни 60секунт болдиған вақит һесаблаш системисини киргүзгән.ләшкири сәптә турушниму бәлким улар кәшип қилған болуши мумкин.

улар қәдимқи месопотамийәгә зич болған деһқаничилиқни елип киргән,нурғун зираәтләр вә өй һайванлири мушу йәрдин тарқалған.шуңлашқа биз сумер мәдәнийитини дәсләпки мәзгилдә иҗадийәт вә кәшпият роһиға әң бәк бай инсанлар мәдәнийитниң бирси дәймиз.

математикаҗәһәттә

сода һесабати вә йәр өлчәшни тоғра елип бериш үчүн,әйни вақитта орун уқуми аллибурун пәйда болуп болған һәмдә онлуқ система вә он алтлик система тәң қоллинилған.мәсилән:бир минут 60секунт,чәмбәрниң айланмиси 360 градус қатарлиқлар,бу уқумлар бүгүнки күндиму йәнила давамлиқ қоллинилватиду.

сумермәдәнийитниң мәнбәси

сумерлармесопотамийәдә инсанларниң дәсләпки мәзгилдики тәрәқи қилған мәдәнийитини яратқан.ундақта сумерлар нәдин кәлгән?сумер мәдәнйити нәдин пәйда болған? бумәсилиләр һазирму техичила бир сир.испатлинишчә,қарачачлиқ сумерлар арянларниң бир тармиқму әмәс һәм самларниң бир тармиқиму әмәс икән,шуңлашқа бәзиләр уларниң әсили тәвәликини шәрқтики мәлум бир җай болуши мумкин дәп қарайду.бирақ сумерларниң қәдимқи ривайәтлиригә асасланғанда сумерларниң мәдәнийити тарихтин авалқи бир қетимлиқ зор кәлкүндин аман қалған кишләрдин кәлгән.