Хотән шәһири: تۈزىتىلگەن نەشرى ئارىسىدىكى پەرق

Content deleted Content added
قۇرۇلغان بەت '<div style="direction:ltr; font-family: 'UKIJ inchike', 'Alpida_Unicode System', 'UKIJ Tuz Tom', 'Microsoft Uighur', 'uyghur ekran', 'Arial Unicode MS'"> {{TwinCYRL|Xote...'
 
(پەرقى يوق)

08:54, 26 نويابىر 2013 نىڭ نۆۋەتتىكى تۈزىتىلگەن نەشرى

UYGHURCHE, ئۇيغۇرچە

ھۆججەت:Xoten.jpg

хотән шәһири шинҗаң уйғур аптоном райони даириси ичидики бир шәһир булуп мәмури җәһәттин хотән вилайититигә қарайду. хотән тарихта удун вә илчи дәп атилип кәлгән, һазирқи хотән шәһири қәдимдин тартип бу районниң иқтисад, мәдәнийәт мәркизи болуп кәлгән.

омуми әһвали تەھرىرلەش

хотән шәһири юруңқаш дәряси билән қарақаш дәрясидин һасил болған тинма түзләңликигә җайлашқан болуп, шәһәр мәркизидин юруңқаш дәрясиғичә болған арилиқ нәччә киломитерла килиду. шәрқи тәрипи лоп наһийиси билән юруңқаш дәряси арқилиқла айрилип туриду, ғәрби тәрипи хотән наһийисигә тутишиду, қарақаш наһийә базири хотән шәһириниң ғәрби шималиға җайлашқан болуп, униң билән болған арилиқи 20киломитер келиду. шәһәр райониниң үрүмчи шәһири билән болған ташйол мусаписи 1500 километир, қәшқәр шәһири билән болған арилиқи 500киломитер әтрапида келиду.

тарих تەھرىرلەش

хотән шәһири хән сулалиси дәвридә удун дөлитиниң йери болған. таң сулалиси дәвридә вәйса тутуқ мәһкимисигә қариған. чиң сулалисиниң дәсләпки мәзгилидә нами хотән < > дәп аталған. минго 2 - йили хотән наһийиси тәсис қилинған. 1959 - йилиға кәлгәндә хәнзучидики < > хетигә өзгәртилгән. 1984 - йили хотән наһийисиниң бир қисми айрилип чиқилип хотән шәһири тәсис қилинған һәм хотән вилайитигә қариған

җуғрапийә تەھرىرلەش

хотән шәһири юруңқаш дәряси билән қарақаш дәрясидин һасил болған тинма түзләңликигә җайлашқан. шималий тәрипи лоп наһийиси билән дәря арқилиқ айрилип туриду, ғәрбий тәрипи хотән наһийисигә тутишиду. җәнубтин шималғичә болған узунлуқи 27 километир, шәрқитин ғәрбкичә болған кәңлики 11.5 километир, омумий йәр мәйдани 189 квадрат километир.

мәмурий район تەھرىرلەش

хотән шәһири қармиқида җәми 2 базар 6 йеза, 4 мәһәллә иш беҗириш башқармиси, 28 аһалә комитети, 58 кәнт аһалә комитети бар

иқтисад تەھرىرلەش

узундин бери хотән шәһириниң иқтисади муқим түрдә тез тәрәққи қилип кәлди. хәлқниң турмуши күндин-күнгә яхшилинип, киши-бешиға кәлгән оттуричә кирим үзлүксиз муқим ашти. 2010-йили пүтүн шәһәрниң ички ишләпчиқириш омуми қиммити 2милярд500милйон болуп, бултурқи охшаш мәзгилдикидин %14ашқан. йәрлик малийә кирими 250милйон йүәнгә йетип, бултурқи охшаш мәзгилдикидин %41ашқан, киши-бешиға кәлгән оттуричә кирим 3800йүәнгә йетип, бултурқи охшаш мәзгилдикидин %14ашқан.

нопус әһвали تەھرىرلەش

хотән шәһириниң омуми нопуси380миң(2010-йилидики 6-қетимлиқ нопус тәкшүрүш нәтиҗиси) болуп, уйғурлар мутләқ көп қисмини игиләйду. уйғурлардин башқа йәнә хәнзу, хуйзу, қазақ қатарлиқ 13милләт яшайду.

саяһәтчилик تەھرىرلەش

бу бир нәччә йилдин буян хотәнниң саяһәтчилики иқтисадиниң тәрәққий қилиши билән мас қәдәмдә тез һәм муқим тәрәққи қилди. хотән өзиниң <ечиветилгән хотән, гүзәл қаштеши макани сизни қарши алиду> дегән шуари билән саяһәтчи достларниң хотәндики саяһәт қизғинлиқини юқири көтүрүш үчүн тиришмақта. ундин башқа хотән шәһиридә хотән чуқу базар чоң мәсчити, ат базири райони, коинлун бағчиси, қаштеши мәдәнийәт себили, қизил юлтуз сода шәһәрчисидики қумлуқ көзитиш мунари қатарлиқ саяһәт нуқтилири бар болуп, нурғунлиған саяһәтчиләрни өзигә җәлип қилиду.

маарип تەھرىرلەش

хотән шәһиридә нурғунлиған иқтисас игилирини тәрбийәләп чиқиватқан мәктәпләр бар, буларниң ичида кишиләр тәрипидин даим тилға елинидиған икки мәктәп бар болуп, улар шинҗаң уйғур тебабити алий техникоми вә хотән пидагогика алий техникоми. ундин башқа йәнә нурғунлиған кәспий мәктәпләр бар болуп, улар хотәнниң тәрәққиятиға өзиниң тегишлик төһпилирини қошмақта. 1) шинҗаң уйғур тебабити алий техникоми: бу мәктәп хотән шәһири ғәрби бейҗиң йолиға җайлашқан болуп, 1989-йили қорулған. мәктәп уйғур тибабити тәтқиқатида нурғунлиған көринәрлик нәтиҗиләрни қолға кәлтүрди, бу кәлтүргән нәтиҗилири уйғур тибабити саһасидә бир абидә болуп қалғуси. мәктәпниң барлиқ дәрслири уйғур тилида сөзлинидиған болуп, уйғур тибабитигә алақидар ечилған дәрс җәми20дин артуқ. абдуқадир муәллим баш болуп түзүлгән шинҗаң уйғур тибабити алий техникоми жорнили нурғунлиған кишиләрниң яқтуруп оқушиға, уйғур тибабити үстидә тәтқиқат елип бериватқан кишиләрниң қизғин алқишиға еришип кәлмәктә. 2) хотән педагогика алий техникоми: бу мәктәпму хотән шәһири ғәрби бейҗиң йолиға җайлашқан болуп, бу мәктәп 1938-йили қурулған хотән пидагогика мәктипи асасида 1978-йили хотән педагогика алий техникоми болуп қурулған. мәктәп математика, физика, биологийә, химийә, җуғрапийә, тәнтәрбийә, уйғур тили әдәбияти, тарих, хәнзу тили, уйғур тили, компйотер, гүзәл-сәнәт, музика, сиясәт нәзәрийиси, маарип нәзәрийиси қатарлиқ 17кәсипни йолға қойған болуп, путүн мәмликән даирисидин оқуғучи қобул қилиду. мәктәптә һазир оқуватқан оқуғучи сани 5000ға йетидиған болуп, оқуғучилири уйғур оқуғучиларни асас қилиду, йәнә аз санда хәнзу, қазақ, қирғиз вә таҗик қатарлиқ милләт савақдашлириму бар.

сиртқи улаш تەھرىرلەش