Шималий Явропа: تۈزىتىلگەن نەشرى ئارىسىدىكى پەرق

Content deleted Content added
قۇرۇلغان بەت '<div dir="ltr" class="mw-content-ltr" style="text-align:justify;font-family:Tahoma, Verdana, DejaVu Sans;"> {{TwinCYRL|Shimaliy Yawropa|شىمالىي ياۋروپا}} ...'
(پەرقى يوق)

09:33, 26 نويابىر 2013 تۈزەتكەن نەشرى

UYGHURCHE, ئۇيغۇرچە

шималий явропа (Nordic Europe)

"шималий явропа" сиясий вә җуғрафийилик аталғу болуп, шималий яврупа кеңишигә әза данийә, шивитсийә, норвигийә, финландийә вә исландийә қатарлиқ бәш дөләтни көрситиду. (юқарқи бәш дөләттин сирт мутләқ мухтарийәткә <аптордин :аптономийә> игә фаройи тақим араллириниму өз ичигә алиду.) шималий явропа ғәрбтә атлантик окян билән, шәрқтә шәрқий явропа билән, шималда шималий муз окян билән, җәнупта оттура явропа билән тутишиду. омомий йәр көлүми 13милйон кивадрат метирдин артуқ. йәр шәкри түзләңлик, тағлиқ, көл, юмилақ ташлиқ, җиралиқ, егиз-пәс җилғилардин түзүлгән. шималий явропаниң көп қисим җайлири субфиризгид (Sub-frigid zone) қитә келиматиға тәвә болуп , қиш пәсли узун, темпиратора төвән, яз қисқа сәлкин болиду. шималий явропа дөләтлириниң нопус зичлиқи башқа явропа дөләтлиригә қариғанда көп төвән болуп, иқтисадий сәвийиси явропа бойичә әң юқиридур. данийә, шивитсийә қаратлиқ дөләтләрниң гәрәжданлар ишләп чиқириш омомий қиммити дуняниң әң алдинқи қатаридидур. орманчилиқ, еликтир ениргийиси, төмур кан, белиқчилиқ, кемисазлиқ вә су трансипорт қатарлиқлар шималий явропаниң әнәнивий иқтисад әнзисидур.    шималий явропаға мунасивәтлик аталғулар: 1. шималий явропа (Northern Europe) 1) тәбий җуғрафийилик мәниси: кәң мәнидин яврупаниң шималини көрситиду. алпис теғиниң шималидики раюнлардур. 2) антропогеографийилик мәниси: ғәрбий явропаниң шималини көрситиду. германийә, голландийә, билгийә, лутсинборг, авистирйә вә шималий явропа бәш дөлитиду өз ичигә алиду.

2. искәндинавийә(Scandinavia) 1) тәбий җуғрафийилик мәниси: искәндинавийә йерим арилини көрситиду. данийә, шивитсийә, норвигийә вә финландийиниң шималий қисмини өзичигә алиду. 2) антропогеографийилик мәниси: искәндинавийә тил тармиқидики дөләтләрни көрситиду. данийә, норвигийиниң шәрқий вә ғәрбий қисми, исландийә, фаройи вә шивитсийидики шу тил тармиқиға тәвә милләтләрни көрситиду.

хәлқара мунасивәт данийә: явропа иттипақиға әза, шималий атлантик окян әһди тәшкилатиға әза дөләт, явру райони әмәс. шивитсийә: явропа иттипақиға әза шималий атлантик окян әһди тәшкилатиға әза дөләт әмәс, явру райони әмәс. финландийә: явропа иттипақиға әза шималий атлантик окян әһди тәшкилатиға әза дөләт әмәс, явру райони. норвигийә: явропа иттипақиға әза әмәс, шималий атлантик окян әһди тәшкилатиға әза дөләт әмәс, явру райони әмәс.

чегридин кириш қаидиси 1. шималий явропа вәтәндашлири шималий явропа кеңишигә әза дөләтләр ичидә һечқандақ рәсмийәт ишләтмәйду. ( чигра йоқ.) 2. явропа иттипақи гәрәжданлири данийә, финландийә вә шивитсийигә кириш үчүн кимликини болсила болиду(гиритсийә буниң сиртида). шивитсарийә, Liechtenstein, сан- марино вәтәндашлириға шималий явропа вәтәндашлиқи билән охшаш муамилә қилиниду. 3. америка, японийә, биританийә бирләшмиси(әнгилийә, ерландийә,шотландийә,авистиралийә, канада... қатарлиқ дөләтләр), ватикан диний ордиси, балтид дөләтлири, ғәрбий силиванийә дөләтлири, һонгирийә, гиритсийә, сепрос, исраилийә, корийә вә көп қисим латин америка дөләтлири, аз бирқисим окянийә дөләтлири паспорт арқилиқ чигридин кирәләйду, лекин виза керәк қилмайду. 4. җуңго, шималий корийә, ветнам, российә, югуславийә дөләтлири қатарлиқ көп қисим асия вә совет иттипақидин айрилған дөләтләр виза илтимас қилиши керәк.

уйғурлар

1.нопус вә көпүйиш : шималий явропа уйғурлар явропада бир қәдәр көп олтурақлашқан раюнларниң бири болуп, көп қисми җуңго шинҗаң раюнидин оқуш- тәтқиқад, сода- тиҗарәт, техникилиқ хизмәт, никаһ вә башқа сәвәбләр билән келип олтурақлишип вәтәндашлиққа өткәнләр болуп, тәхминән 5миң әтрапида уйғур яшайду. йеқинқи йиллардин буян шималий явропадики уйғурлар нопуси тез көпийишкә башлиған болуп, көпийиш сәвәби асаслиқи тәбий көпүйүш, оқуш- тәтқиқад үчүн кәлгәнләрниң вәтәндашлиққа өтүши, шималий явропа уйғур вәтәндашлириниң әслий юртиға қайтип никаһлиқ болуп рәпиқисини елип келиши қатарлиқлардур.

 2. иқтисад вә җәмийәт орни: шималий яврупадики уйғурларниң өз җайидики җәмийәт орни башқа көчмән милләтләргә қариғанда оттура-юқири сәвийидә болуп, көп қисминиң өз өйи, муқим хизмити бар. 

3. диний етиқад: көп қисми ислам дининиң софизим мәзһипигә, аз қисми мәсиһийчиликкә, азсандикили атизмға ишиниду. 4. тил вә мәдәнийәт: мутләқ көп қисим уйғурларниң ана тили уйғур тили болуп, шималий яврупадики охшимиған дөләттики уйғурлар өзи турушлуқ дөлитиниң тилини билиду, көп қисми енгилис, хәнзу вә түрүк тиллирини билиду. шималий явропа уйғурлириниң көп қисми уйғур әнәнивий мәдәнийитини заманивийлаштуруп сақлап қалған болуп, аз бир қисими әрәб, фарис вә түрүкләрниң тәсиригә учирап кейиниш вә турмуш адәтлиридә уйғур миллий әнәнисини йоқатқан. аз сандикиләр өзи вәтәндаш болған дөләтниң тәсиридә миллий кимлики киризистә қалған.

баҗ вә параванлиқ шималий явропадики бәш дөләт типик параванлиқ дөлити болуп, юқири муаш, юқири баҗ вә юқири параванлиқ характеригә игә. шималий явропа дунядики парихорлуқ , чириклик әң аз район болуп, җәмийәт муқимлиқи кишини һәйран қалдуриду. рәис җумһур вә хан җәмәти әзалириниң аддий пуқралар арисида биргә сәп туруп талла базирида яки сода сарийида нәрсә- керәк сетивеливатқанлиқини көрүш мумкин. шималий явропаниң мунасивәтлик тәкшүрүш нәтиҗилиридин уларниң хушаллиқиниң мәнбәси баяшат иқтисад болмастин, бәлки абстракит болған аилә, сағламлиқ, достлуқ, ишәнч вә муһәббәт қаратлиқ аниллар икәнликини көривелиш тәс әмәс. шималий явропа омумий дөләт кириминиң %30ни җәмийәт параванлиқиға ишлитидиған болуп, мәктәп йешидики һәрбир өсмүр һәр йили һөкүмәттин тапшуруп алидиған параванлиқ пули 10миң явру, һәрбир вәтәндаш мәйли қайси милләт болишидин қәтийнәзәр 24 яшқа тошуштин бурун дөләт параванлиқидин бәһирләнгән пули 160миң явру болуп, һәрқандан бир вәтәндашниң бу параванлиқтин бәһирлиниш һоқуқи бар. маарип гәрәжданларға һәқсиз болуп, пүтүн чиқим дөләтниң баҗ киримидин төлиниду.