تەكلىماكان قۇملۇقى

Әклимакан қумлуқи болса шинжаң, хималикаң лик 38.53°, харики узунлук 82°10. Тәклимакан қумлуқи шинжаң тарим ойманлиқиниң мәркизий райониға жайлашқан болуп , жуңгодики әң чоң қумлуқ , дунйадики 2-чоң қумлуқ , шундақла дунйадики әң чоң һәрикәтчан қумлуқ болуп һесаблиниду . Тәклимакан қумлуқниң шәрқтин ғәрбкә узунлуқи тәхминән 1000 километир, жәнубтин шималға кәңлики тәхминән 400 километир , омумий көлими 330 миң кивадрат километир келиду . Тәклимакан қумлуқи уйғур тилида ‹‹ тәкти макан›› , ‹‹тәклик макан›› дәп атилидиған болуп , йәрлик кишләр тәклимакан қумлуқини ‹‹ өлүк деңиз›› дәп тәриплишиду . Тәклимакан болса уйғурчидә «барса кәлмәс,тәкти макан»дигән мәниләрдә болуп,«һалакәт деңизи»дәпму атилиду.Тәклимакан чоң қумлуқи болса дөлитимиз чигриси ичидики әң чоң қумлуқ болуп ,нөвәттә дөләт ичи-сиртидикиләрниң сайаһәт қилиш вә тәкшүрүш паалийти билән шуғуллинидиған муһим соруниға айланди.

Бу қумлуқ қәшқәрниң шәрқигә,тарим ойманлиқиниң мәркизигә жайлашқан болуп көлими337600 кувадират киломитир келиду,мәмликәт бойичә омуми қумлуқ көлиминиң %47ни иглләйду. Дунйа бойичә йәттә чоң қумлуқниң бири болуп һисаплиниду.Бу йәрдә қум барханлириниң үстидә бир тал гийаһму үнмәйдиған болуп ,йавропа -асийа чоң қуруқлиқиниң қурғақчилиқ мәркизидур.Бу йәр ғәрби шимал шамили вә шәрқи шимал шамилиниң һужумиға учрап туриду.Боран-чапқун көп һәм қаттиқ болиду.Жәнуби қисминиң қум боранлиқ күнлири 100күндин ашиду,қумлар үзлүксиз жәнупқа йүткилиду.1000Йилдин бири,қумлуқлар жәнупқа 10 митирдин йүзмиңмитирчә йүткәлгән.Бухил әһвал тәклимакан қумлуқиниң әрәп йерим арилидики қумлуқтин қалса дунйадики иккинчи чоң қумлуқ болишиға сәвәп болған. Қум дөвилириниң үстидә бәзидә йулғун өсүп, қум барханлириниң йүткилишиниң алдини алиду. Лопнур көли болса тәклимакан қумлуқиниң әк пәс йиригә жайлашқан болуп тарим дәрйа сүйиниң ахирқи нуқтисидур,деңиз йүзи билән болған арлиқи 780 митир келиду.Бурун қум барханлириниң йүткилиши сәвәплик бу көлни «йүткәлмә көл» дәп қарап кәлгән.

Омумий әһвали Тәклимакан қумлуқи аفриқидики сәһрайи кәбир қумлуқидин қалсила дунйа бойичә 2 - чоң қумлуқ һесаблиниду. У қум дөңлириниң һәр хиллиқи, өзгиришчанлиқи, қатмуқат қум барханлириниң ажайип - ғарайиплиқи билән дунйадики башқа қумлуқлардин алаһидә пәрқлинип туриду. Уйғур хәлқи бу сирлиқ қумлуқни жанлиқ вә образлиқ қилип <тәклимакан> дәп атайду. Бу сө <тәкти макан> дегән мәнини билдүриду. Тарим ойманлиқи (тәклимакан) дин тепиливатқан археологийилик тепилмилар, тарихий һөжжәтләр вә еғиздин, еғизға көчүп йүргән әпсанә - ривайәтләр тарим ойманлиқи йәни һазирқи тәклимакан қумлуқиниң әтрапи (бир нәччә 100 километир ичкири жайлар) ниң наһайити қәдим заманларда сүйи әлвәк, мунбәт земин икәнликини, инсанларниң буйәрдә олтурақлишип тирикчилик қилғанлиқини испатлимақта. Кейин тәңри тағлириниң жәнубий етәклири вә тарим ойманлиқи әтрапида тәдрижи муһит өзгириши болған, йамғур - йешин барғансири азийип, су мәнбәси вә музлуқларниң даириси тарайғанлиқтин, көлләр қуруп, дәрйа - еқинлар йуртларға йетип келәлмигән. Бурунқи бостанлиқлар вә ават земинларни қурғақчилиқ вә қәһәтчилик қаплиған. Нәтижидә қәдимки рорән (крорән), мирән, нийә, чәрчән, керийә, ақ сепил, күсән (куча), шәһири йар (шайар), чедир (бүгүр) қатарлиқ нурғунлиған қәдимки шәһәр - кәнитләр қумға көмүлгән. Тәклимакан һазирму археологийә вә геологийиниң сирлиқ амбири, йәни йәр асти байлиқлирини қедириш - чарлаш, қәдимки шәһәр харабилирини қедириш вә тарихий, мәдәнийәт йадикарлиқлирини қезиш ишлирида ажайип мөжизиләр билән толған сирлиқ жай болуп турмақта. Тарим ойманлиқиниң әтрапидики тәңритағ тизмилири, памир, қарақурум, коинлун, алтунтағ тизмилиридин башланған миңларчә дәрйа - еқин, тармақ - тарамлар тарим ойманлиқиға қуйулуп, ойманлиқниң <һайатлиқ мәнбәси> гә айланған. Асаслиқ дәрйалардин тарим дәрйаси (2190 километир) хотән дәрйаси (1090 километир, қарақаш вә йоруңқаш дәрйалири асас қилиниду), йәкән дәрйаси (1037 километир), чәрчән дәрйаси (725 километир), қәшқәр дәрйаси (507 километир), ақсу дәрйаси (419 километир) вәбашқилар бар. Тарим вадисиға тәвә районларда қәдимдин тартип йава төгә, йава қотаз, қулан, жәрән, йава ешәк, ипар кейик, йава тоңгуз, йилпиз, молун, түлкә, бөрә, буға, арқар, сүләйсү, йава тошқан қатарлиқ әтиварлиқ һайванат; улар, йавағаз, өрдәк, һаңгирт, ақ қу, турна, қирғавул, қарчиға қатарлиқ учар қушлар; кан мәһсулатлиридин алтун, күмүш, мис, ташпахта, қаштеши, көмүр, гәж, төмүр, қарамай (неفит), чиримтал, һак теши, аштузи (ақ вә көк рәңдә); йава өсүмлүкләрдин йулғун, тевилға, йантақ, қумуш, тоғрақ, шивақ, йикән, жиған, тәскән, чигә (лопнур кәндири) вә бирмунчә әтварлиқ дора өсүмлүклири, қатарлиқларниң болуши бу земинда қәдимдин йашап келиватқан инсанлар билән һайванат дунйасини зөрүр һайатлиқ шараити билән тәмин әткән, шуңа, қәдимдин мушу земинда йашап кәлгән әждадлиримиз тәбиәт билән көрәш қилип, өзигә хас услубқа игә рәңгарәң <тарим мәдәнийити> йиғиндисини бәрпа қилип, инсанийәт мәдәнийити хәзинисигә тегишлик төһпиләрни қошқан.

Жуғрапийиси

Тәклимакан Дунйа бойичә әң чоң ойманлиқниң бири болған тарим ойманлиқиниң көлими тәхминән 530 миң квадрат километир болуп, униң оттурисиға көлими тәхминән 330 миң квадрат километир келидиған, қумлири тохтимай көчүп туридиған, дунйа бойичә иккинчи чоң қумлуқ– тәклимакан қумлуқи жайлашқан. Тәклимакан қумлуқи тоғрисида һазирқи заман кишилириниң көз алдида чәксиз-пайансиз чөл-байаван намайан болиду. Йеқинқи замандики чәт әл мәдәнийәт қарақчилири «кирсә чиқмас» дәп тәрипләшкән бу земинда, бизниң әқил-парасәтлик, әмгәкчан, жапаға чидап игилик йаритиш роһиға бай болған әң қәдимки әждадлиримиз йашиған. Деһқанчилиқ, бағвәнчилик, чарвичилиқ, қол-һүнәрвәнчилик билән шуғуллинип, миладийидин бурунқи 3-әсирдин илгири өзлири паалийәт елип барған бостанлиқ вадиларни асас қилип, шәһәр бәгликлирини қуруп чиққан. Ақсепил харабиси, узунтат харабиси, қара дөң харабиси, нийә харабиси қатарлиқлар әнә шу

مەنبەلەر

تەھرىرلەش