Чәрчән наһийиси

UYGHURCHE, ئۇيغۇرچە

чәрчән наһийиси

Чәрчән наһийиси шинҗаң уйғур аптоном райони даириси ичидики бир наһийә булуп мәмури җәһәттин байинғолин моңғул аптоном областитигә қарайду. чәрчәнниң йәр майдани 138,645 кувадират киломәтәр болуп 2002-йилдики ситатискига асаслаңанда, униң нупуси 60,000.

чәрчән наһийиси хән сулалиси дәвридә чәрчән әнрирә бәгликиниң земини болуп, <йипәк йоли> ниң ғәрбий бөлики муһим өтәң иди. сүй сулалиси дәвридә чәрчән бәгилики тәсис қилинған. таң сулалиси дәвридә бошән қорғини болған. чиң сулалисиниң гуаңшү 10 - йили (1884 - йили) шинҗаңда өлкә қуурлғандин кейин качуң тәкшүрүш идариси тәсис қилип, кирийә наһийисигә қариған. мингониң 3 - йили ( 1914 - йили) наһийигә көтүрүлүп чәрчән дәп атилип, ақус дотәй мәһкимисигә қариға. кейин өзгәртилип қарашәһәр мәһкимисигә қариған. җуңхуа хәлқ җумһурийити қурулғандин кейин илгири - кейин болуп қарашәһәр валий мәһкимиси, корла валий мәһкимсигә қариған. 1960 - йили байинғулин моңғул аптоном областиға айрип берилгән.

җуғрапийә

تەھرىرلەش

чәрчән наһийиси коинлун теғи, алтунтағниң шималий четигә, тарим ойманлиқиниң шәрқий җәнубиға җайлашқан. шәрқий тәрипи чақилиқ наһийиси билән, ғәрбий тәрип нийә наһийиси билән, җәнубий тәрипи шизаң аптоном райони билән, шималий тәрипи лопнур наһийиси, шаяр наһийиси билән тутишиду. шәрқтин ғәрбкичә болған кәңлики 320 километир. җәнубтин шималғичә болған узунлуқи 460 километир. омумий көлими 138 миң квадрат километир.наһийә базири билән үрүмчи шәһириниң арилиқи 1264 километир. 1995 - йилиниң ахиридики омумий нопуси 48 миң 300, буниң ичидә уйғурлар 80.75% ни, хәнзулар 19.1% ни, башқа милләтләр 0.15% ни тәшкил қилиду. йиериниң җәнуб тәрипи егиз, шимал тәрипи пәс, җәнуб қисми тағлиқ, ғәрбий шимал қисми чөллүк, қумлуқ. буниң ичидә тағлиқ йәр 44.5% ни, түзләңлик 15.9% ни, қумлуқ, чөллүк 39.6% ни тәшкил қилиду. чәрчән дәряси, җаңгалсай дәряси, ташсай дәряси, молчи дәряси қатарлиқ дәря, еқинлар бар. йәр үсти сүйи байлиқи 176 миң куб метир. түзләңлик районлардики йәр асти сүйидин пайдилиниш миқдари 63 миң куб метир. явайи һайванатлардин ява ешәк, ява қотаз, ява төгә, арқар, қара ейиқ, улар, бөкән, буға, торуқ тикә, ақ боғуз бөкән, сүләйсүн қатарлиқлар бар. явайи дора өсүмлүкләрдин тошқан зәдики, чүчүкбуя, төгә қулақ, чаканда, акчейә дәрихи, пәрбут қатарлиқлар бар. қезилма байлиқлириниң нефит, көмүр, алтун, мис, төмүр, қаштеши, чиримтал, ташпахта, хрустал, тазиланған шор, чөйүн, синк, никел, гәҗ қатарлиқлар бар. чәрчән наһийисиниң иқлими чоң қуруқлуқ характеридики иссиқ мөтидил бәлвағниң әң қурғақ иқлимиға кириду. йиллиқ оттуричә температуриси 10.1℃, әң иссиқ болғанда 41.3℃ қа чиқиду. йилда оттура һесаб билән 85.4 күн 30℃ дин юқири иссиқ болиду, йиллиқ оттуричә қуяшниң чүшүш вақти 907.3 саәт. 10℃ йиғилма температуриси 3853.1℃ . қиросиз мәзгили 207 күн. йиллиқ оттуричә һөл - йеғин миқдари 18.6 миллиметир, суниң йиллиқ оттуричә парға айлиниш миқдари 2506.9 миллиметир. бу наһийә йерим деһқанчилиқ, йерим чарвичилиқ наһийиси һесаблиниду. һазир 8400 гектар ( 126 миң мо) терилғу йәр, 578 миң 300 гектар (8 милйон 674 миң мо) деһқанчилиқ қилишқа болидиған қақас йәр. 83 миң 300 гектар (1 милйон 250 миң мо) орманлиқ, 2 милйон 266 миң 700 гектар (34 милйон мо) отлақ бар. деһқанчилиқ мәһсулатлиридин буғдай, шал, кевәз, көммиқонақ, ақ қонақ, үзүм, қоғун - тавуз, йәл - йемиш, көктат қатарлиқлар бар. чарвидин кала, қой, ешәк, чошқа қатарлиқлар бар. санаәт җәһәттә електр қуввити, көмүр, семонт, кәштичилик, қаштеши қезиш, пишшиқлап ишләш қатарлиқ кәспләр бар. чәрчән наһийисиниң асасий муәссәсәси үзлүксиз яхшиланмақта. 315 - дөләт ташйоли наһийә тәвәсидин тоғрисиға кесип өтиду. омумий узунлуқи 1360 километир. корла вә үрүмчи шәһиригә қатнайдиған нөвәтчи айропилан бар. 1000 программилиқ телефон орнитилип пүтүн мәмликәтниң телефон тори билән туташтурулди.

мәмурий район

تەھرىرلەش

чәрчән наһийисигә 1 район, 1 базар, 11 йеза, 51 кәнт аһалә комитети қарайду. униң тәвәсидә йеза игилик 2 - шисиниң әмгәк билән өзгәртиш тармақ әтрити бар.

чәрчән нами һәққидә

تەھرىرلەش

чәрчән наһийиси ш у а р дики тарихи узун, қәдимий юртлиримиздин бири . униң тарихий нами чәрчән 2100 йилдин буян әҗдадлиримиз тәрипидин қоллинилип кәлмәктә . бу тарихий намниң етимологийиси техи сир болуп турмақта .[1]

1. чәрчән нами тарихий хатириләрдә бән гу ( миладийә 32-йилидин миладийә 92- йилиғичә)ниң ‹‹ хәннамә›› намлиқ китабида мундақ баянлар бар : ‹‹ яңгуән қовуқидин чиқип алди билән баридиған, йеқин җай чақилиқ (婼羌) ... бу йәрдин яңгуән қовуқиға 1800 чақирим , чаңәнгә 6300 чақирим келиду . чақилиқ йолниң үстидә болмастин , чәттә ғәрбий җәнубқа тоғра келиду . униң аһалиси 450 түтүн , 1750 киши , әскәрликкә ярамлиқи 500 нәпәр . чақилиқниң ғәрб тәрипи сармадан (且末) ға туташ ... ашлиқни чәрчән (鄯善) вә сармадан (且末)дин алиду ... ғәрбий шималда чәрчән билән тутишиду . чәрчән чоң йолниң үстигә җайлашқан ... чәрчән бәгликиниң әслий нами кроран болуп , беги 扜泥 шәһиридә туратти . бу йәрдин яңгуәнгә 1600 чақирим , чаңәнгә 6100 чақирим келиду . аһалиси 1570 түтүн , 14100 киши , әскәрликкә ярамлиқи 2912 нәпәр . ... ғәрбий шималидин қус бәгликигә 1890 чақирим келиду ... чәрчән дәл хән сулалиси йолиниң үстидә , униң ғәрбидин сармаданға 720 чақирим келиду ...сармадан бәгликиниң мәркизи сармадан шәһири . бу йәрдин чаңәнгә 6820 чақирим келиду , аһалиси 230 түтүн 1610 киши , әскәрликкә ярамлиқи 320 нәпәр ... җәнуби тәрипидин әндир (小宛国)гә үч күнлүк йол . .. ғәрбидин нияға 2000 чақирим келиду... ›› [2]дейилгән. миладийә 400 – йили чәрчәнгә кәлгән вә чәрчәндә бир ай турған раһиб фашәнниң тәрҗимиһалида ‹‹ ( дунхуаңдин чиқип ) 17 күндә 1500 чақирим йол йүрүп чәрчән елигә кәлдуқ ... бу әлниң падишаһи буддиға етиқад қилидикән , 4000дин ошуқ кичик көлүңү раһиби бар икән .... бу йәрдә бир ай турдум , ундин кейин ғәрбий шималға қарап 15 күн йүрүп агни (қарашәһәр) гә бардим›› [3]дейилгән. ‹‹ лояңлиқ раһиб каланниң хатириси›› (миладийә 5 – әсир)дә ‹‹туйғундин 3500 чақирим ғәрбкә йүрсә чәрчән (鄯善) шәһиригә бариду ... чәрчәндин ғәрбкә 1640 чақирим йүрсә сармадан( 左末 ) шәһиригә бариду...›› [4]дейилгән. раһиб шуәнзаң (600- 664) миладийә 644 – йили әтрапида чәрчәндин өткән . униң ейтип бериши билән йезилған ‹‹ бүйүк таң дәвридики ғәрбкә саяһәт хатириси››дә ‹‹ ... у йәрдин шәрққә 600 чақирим йүрүп чалмадана (折摩驮那故国) қәдимки елигә кәлдуқ , бу сармадан (沮末) дур ... бу йәрдин шәрқий шималға 1000 чақиримдин артуқ йүрүп ноб қәдимки елигә кәлдуқ , бу кроран елидур ...›› [5]дейилгән. 10 – әсирдә яшиған уйғур алими сеңқу сәли тутуң ‹‹ шуәнзаңниң тәрҗимиһали››ни уйғурчиға тәрҗимә қилған, мушу тәрҗимидә 折摩驮那故国 аталғусини сармадан балиқ [6]дәп тәрҗимә қилған . ‹‹ җәнубий йол билән ғәрбкә қарап маңса җәзмән бәглиги , әндир бәглиги , ния бәглиги , кроран бәглигиниң һәммиси чәрчән бәгликигә тәвә икән ... (миладийә 442 – йили) 4 – айда , җурчи урғу 10 миңдин артуқ түтүнни башлап дунхуаңни ташлап күнпетишқа йүрүш қилип җурчи аргунниң қешиға кәтмәкчи болди . улар чәрчәнгә (鄯善) йетип барғучә , чәрчән беги бәгроң 4000дин артуқ түтүнни башлап қечип кәтти›› [7]. илавә : җәзмән бәглики хәнзучә текисттә 且志国 дәп йезилған , японийилик алим матсуда һесав қатарлиқлар 志 хетини 末 хетиниң хата йезилиши дәп қариған . ‹‹ вейнамә››[8]ниң 99 – җилдида, чәрчән хани бәгрониң ғәрбтики 且末ға қарап қачқанлиқи йезилған. ‹‹ вейнамә›› 102 – җилид ‹‹ ғәрбий юрт тәзкириси››дә ‹‹ чәрчән бәглики , мирән қәләсини пайтәхт қиливалған , у қәдимки кроран ханлиқи иди ... пайтәхтиниң төт әтрапи бир чақиримдин келидикән. ... униң шимал тәрипидә қумтағ йоли бар. ... сармадан (且末) бәглики сармадан қәләсини пайтәхт қилип , чәрчән(鄯善)ниң ғәрбигә җайлашқан ... чәрчән беги бәгроң җурчи аргуниң паракәндичилигидин қорқуп , әлниң йеримини башлап , сармаданға қечип кәлгән , шуниңдин етибарән сармадан чәрчәнниң қармиқида болған... ›› [9]фән йи , сима биявлар ( 4- , 5 – әсирләр) ‹‹ кейинки хәннамә›› 88 – җилид ‹‹ ғәрбий юрт тәзкириси››диму темимизға мунасивәтлик учурлар бар . шинҗаң унверстети оттура асия тәтқиқат инистути тәрипидин тәрҗимә қилинип нәширгә тәйярланған уйғурчә нусхиниң изаһат қисмида, 小宛国 чәрчән наһийисиниң җәнубидики атчан вә қурамлиқ әтрапида болиши мумкин . 且末国 һазирқи чәрчән наһийисигә тоғра келиду . 鄯善国 чақилиқ наһийисидә, дәп изаһланған . юқириқи изаһатлар елимизниң нопузлуқ қамуси ‹‹сийүән››ниң түзитилгән нусхисидин елинған. тарихшунас , археолог , қәдимки йезиқлар тәтқиқатчиси, әйни тарихий дәврдә қоллинилған қарушти йезиқини чүшинидиған бирдинбир уйғур қурбан вәли кроран әпәнди бу һәқтики учурлардин мундақ хуласә чиқарған: ‹‹ җалмадана (транскрипсийиси calmadana яки chammadana) дегән нам ‹‹ хәннамә››дә 且末 ( қәдимки тәләппузи chamma ) дәп хатириләнгән. шуәнзаңниң хатирисидә 折摩驮那 ( қәдимки тәләппузи chammadana ) дәп йезилған . бу тил материяллирини селиштуруп рәтләп чиққанда мундақ бир шәкил һасил болиду : Calmadana › chamma › chammadana , демәк хәнзучидики 且末 дегән сөз қарушти тилидики аташниң транскрипсийиси болуп, шуәнзаң сансикирит имла қаидиси бойичә йезип чиққан . бу аталғуниң тил мәнисини йешиш үчүн ‹ пали сөзлүги › дин пайдилинишқа болиду . униңда ‹ chamma ( мәниси зираәт үнидиған топа , терим ) дегән сөз учрайду .бу сөз һазирқи заман уйғур тилиниң чәрчән шевисидә ‹ чалма › дәп сақлинип қалған ( мәнисиму охшаш ) . dana дегән сөз stana ( юрт , макан , әл) дегән сөз билән охшаш. демәк , бу аталғу ”териқчилиқ қилинидиған юрт“ , демәктур. бу қәдимки юрт һазирқи уйғур тилида чәрчән дәп атилиду . бу сөзниң chammadana билән тил бағлиниши йоқ , бәлки кроран ханлиқиниң бир шәһири shamshan (鄯善)ниң тәләппузиға йеқин келиду . бу намлар кейинки дәврләрдә қандақ қилип алмаштуруп қоюлғанлиқи бизгә намәлум . бу тил материяллири билән тарихий җуғрапийә мәлуматлирини бирләштүрүп пәрәз қилғанда , ‹җалмадана› һазирқи чәрчәндә , ‹шамшан› һазирқи чәрчәнниң шимал тәрипидә , йәни чәрчән дәрясиниң оттура – төвән еқимида болиши мумкин ››[10]. заңзушунас алим яң миңниң тәтқиқатиға асасланғанда, миладийә 8 – әсирниң башлири чәрчән районини түбүтләр контрол қилған . шу дәврниң мәһсули болған түбүтчә тарша пүтүкләр, чақилиқ наһийисиниң тәвәсидики мирән кона шәһири харабисидин хели көп тепилди. йәнә шу дәврниң мәһсули болған ‹‹ шаҗуниң хәритилик тәпсирати››дә 大鄯善 вә 小鄯善 шәһәрлириниң барлиқи йезилған . мирәндин тепилған түбүтчә пүтүкләрдә йәнә Carcan дейилидиған бир шәһәрму учрайду . әнглийилик түбүтшунас томас бу намни Cercen дәп транскрипсийә қилған. 11- әсирдики уйғур алими мәһмуд кашғәрий ‹‹ түркий тиллар дивани››да ‹‹ qurqan чәрчән . чин йолидики мусулманлар чегрисиниң бири ›› [11]дәп язған. ‹‹ йүән сулалиси тарихи ›› 14 – җилдта ‹‹ ( 1286 – йили ) лоп , китик , 阇廛 қатарлиқ җайларда рабат тәсис қилинди›› дейилгән. японийәлик уйғуршунас , доктор абитакио әпәнди 廛 阇 намини [ţşəţş́ ân] дәп тәләппуз қилинидиғанлиқини оттуриға қойған . у йәнә 11 - , 12 – әсирләрдики хәнзучә мәнбәләрдә көрүлидиған 约昌 [ iakt́īang яки t´sang–üe дәп тәләппуз қилиниду], 昌 灼 [tŝiaçťsiang яки ang′ş ţ ŝuo дәп тәләппуз қилиниду] ,廛阇 [ţşəţş́ ân дәп оқулиду] қатарлиқларни чәрчән наминиң тәләппуз тәрҗимиси шундақла һазирқи чәрчән дәп қариған [12]. миладийә 1276 – йили чәрчәндин өткән маркополо ‹‹ чәрчән өлкиси (CHARCHAN) ... пейин өлкиси билән чәрчән өлкисиниң арилиқиға чоң бир чөллүк җайлашқан ... (чәрчәндин) чиқип бәшинчи күнлүк йолни бесип өткәндин кейин чөллүкниң четидики рабат – лопқа йетип барғили болиду ›› [13]дегән. илавә : ‹‹ маркополониң саяһәт хатириси ››ниң уйғурчиси фуҗән пән – техника нәшриятиниң 1981 – йилидики хәнзучә нәшридин тәрҗимә қилинған. фең чеңҗүнниң хәнзучә тәрҗимиси 2005 – йили ички моңғул хәлқ нәшрияти тәрипидин хәнзучә нәшир қилинған , бу нусхида чәрчән нами Ciarcian , Tchertchen дәп транскрипсийә қилинған вә хәнзучиға 车尔成 дәп тәләппуз тәрҗимиси қилинған, мана буниңдин қариғанда, әйни вақиттики хатирисиниң тилдин тилға тәрҗимә қилиниш давамида, җай нами өзгирип кәткән болиши мумкин дәп қараймән. 16 – әсирниң оттурилирида уйғур алими мирза муһәммәд һәйдәр көрәгани ‹‹ тарихи рәшидий ››дә чәрчән намини көп қетим тилға алған . русниң тәрҗимә қилиши билән әнглийәдә нәшир қилинған инглизчә нәшридә Jorjan дәп елинған [14]. Jorjan әмәлийәттә әслий мәтинни оқушта келип чиққан сәвәнлик , тоғриси җорҗан әмәс бәлки чорчан болиши керәк, бәзи кишиләр мушу хаталиқ арқилиқ чәрчән намини әслидә җорҗанларниң намидин кәлгән дәп қариған . мениң бу хатирини чорчан дәп қаришим , ‹‹ тарихи рәшидий››ниң әйни вақиттики уйғурчә тәрҗимә нусхилири вә мушу китабтин пайдиланған әсәрләр - ‹‹ кашғәр тарихи ( чиңгизнамә)›› , ‹‹ тарихи һәмидий›› - қатарлиқларда – чәрчән дәп елинған . мәсилән : ‹‹ кашғәр тарихи ( чиңгизнамә)›› дә ‹‹ қәмириддиндин қорқуп чурчән , сарих уйғур , лоп вә китик сари алип қачти›› [15]дейилгән. доктор ситәйин ‹‹ тарихи рәшидий››дики бу җай наминиң Chārchān вә Jurjān шәклидә икки хил хатирилигәнликини һәмдә тарим ойманлиқиниң әң җәнуби яки шәрқий җәнубидики районни көрсәткәнликини оттуриға қойған [16]. чәрчән нами 18 - , 19 – әсирләрдики хәнзучә язмиларда тәләппуз тәрҗимиси қилинип 卡墙,车尔成 , 车尔臣 дәп йезилған . гоминдаң 1914 – йили наһийә тәсис қилинғанда, ‹‹ хәннамә››дики 且末 нами тепилип, юқириқи тәләппуз тәрҗимисиниң орниға дәсситилгән .

чәрчән (鄯善) ханлиқиниң қурулиши һәққидә ‹‹ хәннамә››дә йезилишичә, миладийәдин бурунқи 77 – йили хән сулалиси хәнҗәрвази фу җези башчилиқидики бир бөлүк әскәрни ибәртип, кроран падишаһи амгокани қәстләп өлтүргән . хән сулалиси өзидә турғақ болуп туриватқан утушни хан қилип тикләп орда айимлиридин бирни униңға ятлиқ қилған . бурунқи кроран ханиниң әвладлири вә йеқинлири кроран шәһиридә яшаватқан болғачқа, утуш кроран шәһиридә туралмай һазирқи чақилиқ наһийисидики мирән кона шәһири вә чақилиқ наһийә базири әтраплирини мәркәз қилип һакимийәт йүргүзгән . шу дәврдә бу һакимийәтниң нами чәрчән (鄯善) дәп аталған. бу ханлиқ миладийәдин бурунқи 77 – йилидин миладийә 5 – әсирниң ахирлириғичә бәш әсирдин артуқ давам қилған.

чәрчән нами әң дәсләп миладийәдин бурунқи 77 – йили оттуриға чиққан , шундин һесаблиғанда аз кәм 2100 йиллиқ тарихқа игә нам һесаблиниду . бу нам әслидә һазирқи чақилиқ наһийисини мәркәз қилған бир йәрлик һакимийәтниң нами иди . чақилиқни мәркәз қилған бу йәрлик һакимийәт миладийә 2 – әсирдин башлап күчүйүп һазирқи чақилиқ , чәрчән , ния наһийилириниң даирисини өз һакимийитигә алған . миладийә 445 – йили духандин чиққан җурчи урғуниң түмән кишилик ечирқиған адәмлириниң паракәндичилигидин қорққан хан бәгроң 4000 аилидин артуқ аһалини башлап сармадан ( һазирқи чәрчән)ға көчкән, навада биз һәр бир аилидә бәштин адәм бар дәп қарисақму тәхминән 20 миңдин артуқ аһалә көчкән болиду . миладийә 445 – йили сармаданниң йәрлик аһалиси 10 миңғиму йәтмәйтти . язма учурларға қариғанда, миладийәниң бешида чақилиқ даирисидә чоң чәрчән вә кичик чәрчән дегән шәһәрләрму болған . тәхминән 20 миңдәк чәрчәнлик аһалиниң сармаданға көчүши җай наминиң көчүшигә сәвәб болған , бу худди турпанлиқларниң учқа берип олтурақлишиши билән учтурпан нами барлиққа кәлгинигә охшишип кетиду . мәсилән : или районида турпан йүзи , қумулда лапчуқ ... намлири бар. чәрчән нами сармадан нами билән параллел қоллинилип мәлум мәзгилдин кейин , тәдриҗий чәрчән нами омумлашқан . 8 – әсиргә мәнсуп түбүт йезиқидики пүтүкләрдә сармадан нами билән әмәс чәрчән дәп хатирилиниши буниң дәлилидур . шу дәврләрдин башлап чәрчән нами сармаданниң бирдинбир намиға айланди . мәһмуд кашғәрий вә маркополо , мирза һәйдәр көрәганларниң язмилири , ундин кейинки хәнзучә вә башқа язма әсәрләрдә таки 20 – әсирниң башлириғичә омумйүзлүк чәрчән наминиң тәләппуз тәрҗимиси қилиниши , уйғурларниң таки бүгүнгичә бу намни қоллинип келиши сөзимизниң дәлилидур. чәрчән наминиң 2100 йилдин буян изчил қоллинилиши , техиму конкирит қилип ейтқанда уйғурларниң кәм дегәндиму 2100 йилдин буян мушу земинда изчил яшап кәлгәнликиниң бир дәлилидур. әлвәттә , бу нам һәққидә әҗәблинәрлик сир йошурунған , җүмлидин 鄯善 нами хәнзучә язма мәнбәләрдә көрүлиду , лекин ханданлиқниң һөкүмәт йезиқи болған қарушти йезиқидики вәсиқиләрдә көрүлмәйду . бу давамлиқ тәтқиқ қилишқа тегишлик мәсилә. биз юқирида көргән тарихий мәнбәләрдики чәрчәнгә мунасивәтлик материяллардин мисал кәлтүргәндә , җай намлириниң һәммисини әслигә қайтуруп алдим , чүнки ‹‹ хәннамә›› қатарлиқ классик әсәрләр уйғур тилиға тәрҗимә қилинғанда , җай намлири көпүнчә һазирқи җай намлири билән елинған . бу муһакимимиз җай нами үстидә болғанлиқи үчүн , җай намлири әслий язма шәкли бойичә әслигә қайтурулди һәмдә хәнзучә хәтләрниң әйни вақиттики тәләппузи берилди . чәрчән наһийисиниң сармадан (чалмадана , 折摩驮那,且末) вә чәрчән (鄯善 , Carcan, CHARCHAN, чурчан) намлириниң болғанлиқини көрүп өттуқ . сармадан яки чалмадана миладийәдин бурунқи дәврләрдин башлап тәхминән миладийә 6 – әсиргичә қоллинилған , лекин бу нам мақалимизниң муһакимә даирисидә болмиғанлиқи үчүн бу һәқтә тохталмаймиз. әмдики муһакимимизниң өзигә қайтсақ, чәрчән наминиң етимологийилик қандақ ? чәрчән наминиң екологийисини төвәндикидәк шәкилләрдин издәшкә болиду . 1. чарчан ~ чәрчән (буниң язма асаси хәнзучә язмидики 鄯善 , түбүтчә язмидики Carcan, маркопониң язмисидики CHARCHAN вә мирза һәйдәр көрәган язмисидики Chārchān ). 2. чурчан ( мәһмуд кашғәрий язмисидики qurqan вә мирза һәйдәр көрәган язмисидики Jurjān , 18 – әсирдики ‹‹ кашғәр тарихи ـ чиңгизнамә ››дики чурчән ). бән гу ‹‹ хә ннамә››ниң 96 – җилид ‹‹ ғәрбий юрт ( қуриқар ) тәзкириси››дә, бу намниң келип чиқиши һәққидә ениқ язма учур қалдурған . униңда йезилишичә , миладийәдин бурунқи 77 – йили хән сулалиси өзидә турғақ болуп туриватқан кроран хан иниси - утушни ханлиққа көтүргән , униңға шу қетимда 鄯善 дегән намда тамға ойдуруп бәргән . кроранда кона ханниң тәрәпдарлири вә хән сулалисиға қарши аһалиләр болғанлиқтин, утуш кроранда турушқа җүрәт қилалмай һазирқи чақилиқ наһийә базири вә мирән кона шәһири харабисини мәркәз қилип һакимийәт йүргүзгән , хән сулалиси мирән кона шәһиридә қоруқчи әскәр турғузуп қоғдиған . ‹‹ хәт – йезиқлар шәрһий луғити(说文)››дики учурға асасланғанда , тамғидики нам 鄯 болиши еһтималға йеқин . мушу учурларға асасән , бу намни миладийәдин бурунқи 77 – йили вуҗудқа кәлгән дәп қараймән. дәсләптә нами鄯 шәһири намидин кәлгән , кейинки чағларда андин鄯善 болуп муқимлашқан . бәзи учурларда утуш қолланған ханлиқ нами чәрчән шу йәрдики шәһәрниң намидин кәлгән дейилиду , лекин язмиларда миладийәдин бурунқи 77 – йилидин бурун мушу намдики шәһәр болғанлиқи һәққидә учур йоқ , хәнзучә мәнбәләрдин бу намниң әнә шу вақитта оттуриға чиққан дейишкә болиду. биз юқириқи тарихий хатириләрдин мундақ йәкүнгә келәләймиз: биринчи : чәрчән нами миладийәдин бурунқи 77 – йили барлиққа кәлгән . иккинчи : бу нам барлиққа кәлгән ашу дәврдә бир йәрлик ханданлиқниң нами болған . үчинчи : 鄯善 дегән бу нам хәнзучә нам әмәс , бәлки тәләппуз тәрҗимисидин кәлгән . шундақ болғачқа һеч бир киши бу намниң язма шәкли鄯善 ниң лексикилиқ мәнисини , етмологийисини оттуриға қоялмиди . ‹‹ хәт – йезиқлар шәрһий луғити ›› намлиқ әсәрдә ‹‹鄯善 , ғәрбий ғурларниң елидур , бу нам 鄯 шәһириниң намидин кәлгән ›› дегән баянлар бу нуқтини испатлап турупту. мушу әсәрдә йәнә ‹‹鄯 хети әнә шу вақитта кәшип қилинди ›› [17]дейилгән . тарихшунас хуаң шеңҗаң бу намниcherchen наминиң тәләппуз тәрҗимиси , хәнзучида cher тавушини ипадиләйдиған хәт болмиғанлиқтин 鄯 хети кәшип қилинған›› [18]дәп язған. мушу пакитларға асасән , бу намниң хәнзу тилидин кәлгән дегән қарашни инкар қилимән. төртинчи: бу нам әйни вақитта кроран һакимийитиниң һакимийәт йезиқи болған қарушти йезиқида хатириләнгән тил ( һинди – әнәткәк )дин кәлмигән , чүнки қарушти йезиқидики ядикарлиқниң һеч биридә бу намниң хатирилигәнликини учратмидуқ , бу нам пәқәт шу дәврдики хәнзучә ядикарлиқлардила хатириләнгән . бәшинчи : юқириқиларға асасланғанда , 鄯善 намини хәнзу вә һинди - явропа тиллиридин кәлмигән дәп кесип ейтишқа болиду . бу намни ғәрбий ғурларниң тилидин җүмлидин ‹‹ хәт – йезиқлар шәрһий луғити›› (миладийә 58 – йилидин миладийә 147 – йилиғичә яшиған шүшен тәрипидин миладийә 100 – йилидин миладийә 121 – йилиғичә болған арилиқта түзүлгән вә хән сулалиси падишаһи хән әмдигә тәқдим қилинған ) да хатириләнгән ғәрбий ғур (西胡)ларниң тилидин излишимиз керәк . әмди биз юқирида көргән учурлардин чәрчән наминиң қәдимки шәклини йәни әң тоғра хатирисини излишимиз лазим. буларниң ичидин мәһмуд кашғәрий ниң язмисини әң тоғра хатирә дәп қарашқа болиду . чүнки бу аталғуни 2100 йилдин буян изчил түрдә уйғур хәлқи қоллинип кәлгән , башқа тиллардики хатириси тилдин тилға тәрҗимә қилиштин өткән хатирә . гәрчә хәнзу йезиқидики хатирини әң бурунқи язма дәп қарисақму , хәнзу йезиқида бир тил тавушини бир һәрб билән ипадилимәстин бир боғум бир хәт - һәрп билән ипадилиниду . демәкчи болған йәнә бир нуқта шуки, хәтләрниң әнә шу дәврләрдики оқулиши түрлүк тәтқиқатлар вә илмий пәрәзләр асасида оттуриға чиққан , пайдилинишқа болидуки мутләқ асас қиливелишқа болмайду . йәнә бир нуқтидин ейтқанда , һазирқи заман уйғур тилидики чәрчән намини хәнзу йезиқи билән ипадиләш тәләп қилинсиму өз әйни ипадиләш мумкин әмәс, мундин 2100 йил бурун техиму шундақ . дуняда һәр қандақ тилниң өзигә хас тавушлири болиду вә йезиқтиму шуниңға мунасип ипадиләйдиған һәрп – бәлгә иҗад қилиниду . оттура асия тарихидин елип ейтқанда , мәйли қәдимдә болсун , һазир болсун , оттура асияда яшиған милләтләрниң тил тавушлири билән хәнзу тилиниң тавушлири арисида хели көп пәрқләр болған . тарихниң обйектип әһваллиридин қариғанда , хәнзу йезиқи билән хатириләнгән 鄯善 әйни вақиттики йәрлик хәлқ қолланған җай нами билән тәләппуз җәһәттин йеқинлашсиму, өз әйни тәләппуз хатириси дәп ейталмаймиз.гәрчә 8 – әсирдики түбүт йезиқида Carcan ( бәзи пүтүкләрдикиси нам Cercen дәп трасикфиксийә қилиниду) дәп йезилип тәләппуз җәһәттин йеқин кәлгән болсиму, өз әйни тәләппуз хатириси дейәлмәймиз . чүнки алимлар түбүт йезиқидики бу җай наминиму бир қанчә хил транскрипсийә қилған. шуниң үчүн бу җай наминиң әң тоғра тәләппузини , мушу нам қоллинишқа башлап, 11 әсирдин кейинки хатириси йәни мәһмуд кашғәрийниң ‹‹ түркий тиллар дивани››дики хатириси дейишкә болиду . мәһмуд кашғәрий хақанийә сулалисиниң хан җәмәтигә тәвә киши болғанлиқи вә узун йил илим алған илим нопузи болғанлиқи үчүн , хақанийә чегрисидики бу юртниң намидин хәвәрдар болмаслиқи мумкин әмәс . йәнә оттура асияни йәни түркий хәлқләр яшиған йәрләрни оннәччә йил тәкшүргән , қаттиқ илмий қаидә билән тил қамуси түзгән бир бүйүк алимниң, бу йәр намини хата йезиши техиму мумкин әмәс. мәһмуд кашғәрий тарим вадисида кәм дегәндиму 30 йил әтрапида һаят кәчүргән һәм мушу земиндики хәлқләрниң тили билән пишшиқ тонуш әлламә иди . мән юқириқи әһвалларға асасән мәһмуд кашғәрий ниң хатирисини әң тоғра тәләппуз хатириси дәп қараймән . мәһмуд кашғәрий ” җрҗан qurqan “ дәп хатирилигән , мәһмуд кашғәрий ниң юқириқи хатириси билән униңдин алтә әсир кейин яшиған уйғур тарихчиси мирза муһәммәд һәйдәр көрәганиниң ‹‹ тарихи рәшидий››дики Jurjān ( әслий мәнбәдики һәрбни хата транскрипсийә қилинған , тоғриси qurqān болиши керәк, кейинки вақитларда уйғурлар тәрипидин бу китаб тәрҗимә қилинғанда чурчән яки чарчан дәп елиниши буниң дәлилидур) лар бу нуқтини испатлап турупту . мән юқириқиларға асасән , биз һазир тилимизда истемал қиливатқан чәрчән наминиң иптидаий шәклини ”чурчан“ дәп қараймән . шундақ болғанда , тил боғумлири бойичә тәтқиқ қилсақ , ”чурчан“ нами ”чур + чан“ дин келип чиққан болиду . әмәлийәттә тарим вадисида ”чан“ қошумчисиниң қошулуши билән ясалған җай намлири хели бар , буниңға төвәндикиләрни мисал қилиш мумкин : пичан , турпан вилайитидики наһийә нами . япчан базири, қәшқәр вилайити йеңишәһәр наһийисидә . япчан базири кәнти , қәшқәр вилайити йеңишәһәр наһийисидә. япчан мәһәллиси , қәшқәр вилайити йеңишәһәр наһийисидә. япчан су амбири , хотән вилайити гума наһийисидә . япчанлиқ тағ еғизи , байинғолин области чақилиқ наһийисидә. пичан базири, турпан вилайити турпан шәһиридә. аччан кәнти , байинғолин области чәрчән наһийисидә. аччан сай , байинғолин области чәрчән наһийисидә. аччан йезиси , хотән вилайити керийә наһийиси вә чәрчән наһийисидә бирдин. ашичан ( axïqan) чинға баридиған йол үстидә қонуп өтидиған бир шәһәр [19]. барчан ( barqan) , бир җайниң нами]19] . чурчан (qurqan) , чәрчән . чин йолидики мусулманлар чегрисиниң бири [20]. тапчан ( tapqan) үчаяқ , үстәлгә охшайдиған бир сайман . қол йәтмәйдиған йәрдә үзүмни шуниңға чиқип туруп үзиду [21]. япчан ( yapqan) җувсан, шивақ . бу сөзниң yavqan дәп ейтилидиған шәклиму бар . бу худди юқирида ейтип өтүлгән p ниң f ға алмишиши тоғрисидики қаидигә охшаш [22]. чанбалиқ : ‹‹ түркий тиллар дивани››тики җай нами , һазирқи санҗи шәһири тәвәси. юқириқилардин көрүвелишқа болидуки, ”чан“ қошумчиси бурунқи вақитларда исим ясиғучи қошумчә болған. мушуниңға асасланғанда, шәксизки ”чурчан“ нами ”чур“ + ”чан“ дин ясалған болиду. русийә түрколог кононов ‹‹ 7 ~ 9 – әсирләрдики түрк роник йезиқидики ядикарлиқлар тилиниң грамматикиси›› намлиқ китабида ‹‹ сөз ясиғучи қошумчә čaη-, čäη- › čan , čän билән пеил сөз томуриға улиниду , исим характерлик сөз йилтизлириға техиму көп улиниду ... сөз ясиғучи қошумчә čaη- › čan ... кичиклитиш мәнисини ипадиләйду ››[23]дәп язған. түрколог клавсонниң баянидин қариғанда чан , чән қошумчилири иптидаий қошумчилар чаң , чәңдин кәлгән , бу қошумчилар түрколог насиловниң пикри бойичә ейтқанда сүпәт ясиғучи қошумчилардур. мана буниңға қариғанда , чан , чән қошумчилири түрк роник йезиқидики абидиләр дәвридин бурунла бар қошумчилар һесаблиниду . ундақта ”чур“ қандақ аталғу ? у қандақ мәнигә игә? биз миладийә 7– әсирләрдин башланған язма ядикарлиқларда ”чор“ яки ”чур“ дейилидиған мәнсәп намини көрүмиз . бу нам хәнзучә ядикарлиқ вә тәтқиқат әсәрлиридә啜 дәп йезилған . түрк роник йезиқидиму хатириләнгән бу нам, тәтқиқат әсәрлиридә көпүнчә čor , аз бир қисмида čur дәп транскрипсийә қилинған . рус түрклири киляштурний ‹‹ қәдимки түрк роник йезиқидики абидиләр ›› намлиқ китабида, түбүтчә язмида баянчур қағанниң bugchor дәп йезилғанлиқини , түрк роник йезиқидики абидиләрдә Bägčur дәп йезилғанлиқини оттуриға қойған . тәйвәнлик уйғуршунас лиу йитаң ‹‹ уйғурлар һәққидә тәтқиқат ›› намлиқ китабида čor яки čur мәнсәп нами дәп язған. франсийилик түрколог рени граод ‹‹ шәрқий түрк ханлиқи абидилири үстидә тәтқиқат ›› намлиқ китабида ‹‹ ... Tchor яки Tchour, һазирчә биздә шәрқий түркләрниң бу һөрмәт намини қолланғанлиқини испатлайдиған дәлилимиз йоқ , шундақла бу намниң қандақ мәмурий вәзипигә тәң келидиғанлиқиниму билмәймиз ›› [24]дәп язған. чор мәнсиби әйни вақитта мәнсәпдарларниң исмиға улинип кәлгән . м: баянчор (мойончор) - тәңридә болмиш әл тутмиш билгә қаған ( 747-759) айчор (阿啜) – қутлуқ билгә қаған ( 790- ~ 795 - йиллири тәхттә олтурған) күлчур : рус түрклири берништам ‹‹ орхун йенсәй түрклириниң иҗтимаий түзүми ›› дегән китабида küliČur дәп транскрипсийә қилған. германийилик түрколог габаин ханим ‹‹ қәдимки түрк тилиниң грамматикиси ›› да küülčur дәп транскрипсийә қилған. язма мәнбәләрдә апиринчур , тадиқчор ... қатарлиқ көплигән нам әмәлләрдә исим билән улинип кәлгәнликини көрәләймиз. ”чор“ дегән бу мәнсәп һәққидә тарихшунас лин гән ‹‹ түрк тарихи ›› намлиқ китабида, ‹‹ түркләр шәрқий вә ғәрбий дәп иккигә бөлүнгәндин кейин , ғәрбий түркләрниң өз ичигә алған он қәбилиси йәнә икки қисимға бөлүнүп кәткән иди . бир қисми бәш туғлуқлар , йәнә бир қисми бәш садақлиқлар дәп атилип , омумлаштурулуп он қәбилә дәп аталғаниди . бәш туғлуқларға һөкүмранлиқ қилидиған әмәлдар чор .. дәп атилатти›› . тарихшунас лин гән ‹‹ түрк тарихи ›› дегән китабида оң шадқа тәвә бәш садақлиқларниң бәш қәбилисиниң ичидә ‹‹ аскил чор қәбилиси, қошучор қәбилиси бар›› [25] дейилгән. мушу китабта йезилишичә, бәш туғлуқ қәбилисигә бәш чор тәсис қилинип бир чор бир қәбилини башқурған , бу бәш қәбилә чумукун лучор , қуйлав көлчор , ести тунчор , түргәш қувлас чор , чунис чубән чорлардин ибарәт . яң шеңмей язған ‹‹ қәдимки уйғурлар ›› дегән китабта ‹‹ чор , бу вәзипини хақан җәмәтидикиләр үстигә алатти . мәсилән , баян хақан бир чағларда моюнчор иди . омумән тарихий китабларда ‹чор› хатириләнгән җайла болидикән , бу көп һалларда қошун башлап җәңгә атлиниш билән мунасивәтлик болатти . шуңа чор бир қарашқила ләшкәр башқуралайдиған әмәлий һоқуқ иди . ... чорларни хақанлиқниң қараргаһи әтрапида әскәр башқуридиған бәг дейишкиму болатти ... чорниң хақанлиқниң ички қисмидики роли чоң иди ..›› [26]дәп йезилған. аблимид әһәд , дилдар мәмтиминләр түзгән ‹‹ қәдимки уйғур тили луғити››дә ‹‹ чур ( турпандин тепилған иҗтимаий – иқтисадий һөҗҗәтләрдә) мәртивә , дәриҗә , әмәл нами ›› , ‹‹ чор ( қуҗудин тепилған қәдимки түркчә маний дини ядикарлиқлирида ) мәртивә , дәриҗә ›› [27] дәп шәрһийлигән. франсийилик уйғуршунас җамес хамелтонниң йезишиға қариғанда, түрколог габаин ханим ‹‹ čor бир алий нам ›› [28] дәп язған. әнглийәлик түрколог клавсон 1972 – йили лондонда нәшир қилинған ‹‹түркий тилларниң етиологийә луғити››дә ‹‹ čur ~ čor сөзи бир хил һөрмәт нами сүпүтидә қәдимки түркий тилдики әслий мәнбәләрдә кәң қоллинилиду ...түрк роник ядикарлиқлиридики čur ~ čor ~ čura ~ čora ( әнәткәк тилидики әскәр , қәһриман мәнисидики сөздин қәдимки парс тилиға киргән , яки хәнзучә тилидики сөз ) сөзи ишлитилип юқири дәриҗилик һәрбий – мәмурий әмәлдарни ( хақан билән бәг арилиқида ) көрситидиған һөрмәт нами болған ›› [29] дәп қариған . германийилик түрколог габаин ханим ‹‹ нурғунлиған аталғулар вақитниң өтиши билән тәбиий өзгәргән . түркләрниң боз – қир империйиси дәвридә čor билән šad – бәлким мәркизий асияда келип чиққан болиши мумкин - қағанниң әң юқири көрүнәрлик вәзиписидур. уйғур боз қир империйиси дәвридә čor ни йәнила ‹ манийға мәдһийә › дегән шеирда көрүмиз ... апиринчор тегин – апа- йенсәй абидилири билән орхун абидилири дәвригә кәлгәндә бир алий намға айлиниду , уйғур ханлиқи дәвридә пәқәт исимниң бир қисми сүпитидә көрүлиду...›› [30] дәп язған . түрколог клавсонниң юқириқи қариши бир пәрәздинла ибарәт халас , шуңа чор наминиң етмологийисини әнәткәк , парс вә хәнзу тиллириниң биридин келип чиққан болса керәк дәп ойлиған , түрклогларниң униң čorниң етмологийиси һәққидики қаришини көпләп қобул қилип ишәнмигәнлики , башқа түрклогларниң бу етмологийигә гуман билән қариғанлиқидин болса керәк . тилшунаслиқ тәһлили : профессор ли зеңшиаң , пәнләр кандидати мәтреһим сайит , доктор җаң тешәнләр бирликтә язған ‹‹ қәдимки уйғур язма ядикарлиқлири тилиниң тәзкириси›› [31] дә созуқ тавушларниң аһаңдашлиқ қанунийити бойичә a тавушиниң a , ï вә u лар билән , o тавушиниң a , ï вә u лар билән , u тавушиниң a , ï вә u лар билән маслишидиғанлиқи көрситип өткән . мушуниңға қариғанда бу намниң чорчан яки чурчан болиши мумкин . германийилик түрколог габаин ханим ‹‹ қәдимки түрк тилиниң грамматикиси ››да ‹‹ браһман йезиқидин башқа йезиқларда o, ö билән u , ü ни пәрқләндүридиған йезиқ йоқ ... барлиқ түркий тилларға охшаш қәдимки түрк тилиму тил тавушлириниң аһаңдашлиқ қанунийитигә қаттиқ әмәл қилиду . бу хил аһаңдашлиқ созуқ тавушлар билән билән бир қисим үзүк тавушларда мәвҗут››[32] дәп язған. мана буниңдин қариғанда түрк роник йезиқи вә қәдимки уйғур йезиқидики язмиларда учрайдиған бу намни чорчан дәпму , чурчан дәпму транскрипсийә қилиш тамамән мумкин , шуңа бу намни бәзи алимлар čur , бәзи алимлар čor дәп транскрипсийә қилған. биз юқириқи тил асаслири билән язма учурларни бирләштүрүп қарайдиған болсақ , мәһмуд кашғәрий бизгә йәткүзгән учурниң ”чурчан“ вә ”чорчан“ дегән икки хил шәкилдә болиши мумкинликини көрәләймиз. әҗдадлиримизниң әйни дәврдики йезиқ әмәлийитидин қариғанда , әйни дәврләрдә ”чор“ яки ”чур“ дегән шәкилләрниң һәр иккилиси тавуш җәһәттин бәк чоң пәрқ қилип кәтмәйду . бу хил еһтималлиқ , һәр бир алимниң әйни дәвр йезиқ хатирисини транскрипсийә қилиштики асаслириниң охшашмаслиқидин келип чиққан. ”чорчан“ дегән намниң түркий тилдики мәнсәп , мәртивә нами болған ”чор“ яки ”чур“ дин келип чиққанлиқини төвәндикидәк асас билән көрситимиз. биринчи : ханлиқ нами утуш ханлиққа олтурғанда андин барлиққа кәлгән . ”чор“ яки ”чур“ кейинки дәврләрдики язма учурлардин қариғанда , бирәр қәбилиниң яки йәрлик һакимийәтниң һәрбий , мәмурий әмәлдариниң нами болған . иккинчи : 鄯 дәстләп бир шәһәрниң нами иди , шуниңдин кәлгән дейилгән , бу еһтималлиқ чоң әмәс , әввәл һөкүмдар – чор оттуриға чиққан , чорчан нами униңдин кейин барлиққа кәлгән . бу учурни башқичә чүшәнсәк , хән сулалиси утушқа бәргән тамғиға 鄯 дәп йезилған , бу әйни дәврдә ”чор“ яки ”чур“ ниң тәләппуз тәрҗимиси иди дәп қараймән . чүнки , у шу йәрлик хәлққә шулар чүшинидиған нам билән атилип һакимийәт йүргүзгән болиши еһтималға наһайити йеқин . шундақ еһтималлиқни оттуриға қойимәнки , утуш ханлиққа олтурғанда ”чор“ яки ”чур“ дегән намда аталған. миладийәдин бурунқи 77 – йилидин кейинки тарихий җәрянда ”чор“ яки ”чур“ турған шәһәр исим ясиғучи қошумчә ”чан“ қошулуп ”чорниң туридиған йери “ дегән мәнидики җай нами ”чорчан“ болуп омумлашқан. бурунқи вақитларда бу хилдики намлар болған , мәсилән : хақанийә , ханбалиқ , қатунсини , идиқут шәһири , ордукәнт , ханөй .... чәрчән нами әслидә чорчан намидин келип чиққан икән , ундақта чақилиқ наһийисини мәркәз қилған бу ханлиқниң нами қандақчә һазирқи чәрчәнгә нам болуп қалған? хәнзучә классик тарих китаблириға қариғанда , һазирқи чәрчән миладийәниң бешида чалмадана (сармадан) дәп аталған вә хәнзучә 且末 дәп йезилған . ‹‹хәннамә››дики учурға асасланғанда , ‹‹ яңгуән қовуқидин чиқип алди билән баридиған йеқин җай 婼羌 ( һазирқи чақилиқ базири) болуп чаңәнгичә 6300 чақирим , 鄯善 (чақилиқ наһийә мирән кона шәһири) чаңәнгә 6100 чақирим , 且末 ( һазирқи чәрчән наһийиси) чаңәнгә 6820 чақирим , 小宛 ( ния наһийә әндир кона шәһәр харабиси ) чаңәнгә 7210 чақирим , 精绝 (ния наһийиси тәвәси) чаңәнгә 8820 чақирим дәп хатириләнгән . мушу бойичә һесаблиғанда ( әйни вақиттики бир чақирим 445 метирға тәң ) , мирән кона шәһиридин чақилиқ базири ( 200 чақирим = 89 километир) , 鄯善 дин 且末 гичә ( 720 чақирим = 320 километир ) , 且末дин 小宛 гичә (390 чақирим = 173 километир) келип чиқиду, мана мушу мусапә мәнзилләр һазирқи арилиқлар билән йеқин келиду , бу җәһәттин алғанда алимларниң қарашлириниң әмәлийәткә уйғун икәнликини биләләймиз. шуңа , миладийәниң бешидики чәрчән ( биз юқирида дәватқан чорчан ) әйни вақитта һазирқи чақилиқ наһийиси тәвәсидә икәнликини , миладийә 445 – йили бәгроң башлиған 4000 аилилик ( 20 миңдин артуқ) тин артуқ аһалиниң әйни чағдики чалмаданаға көчүши билән җай наминиң көчкәнликини , әслидики җай нами чалмадананиң орнини тәдриҗий һалда чәрчән наминиң алғанлиқини җәзимләштүрәләймиз. бу йәрдә йәр намлири тәтқиқати билән шуғулланған ниу ручин вә ниу руҗиларниң ‹‹ түркий тиллар дивани›› тики җай намлири һәққидики тәтқиқатидин, чәрчән намиға мунасивәтлик қисмини көрсәк ‹‹ qurqan (丘尔羌) - qərqən , һазирқи чәрчән наһийисиниң наһийә базири , йәнә бир қарашта һазирқи наһийә базири билән татраңниң оттурисида . 且末 йәнә чәрчән дейилиду . бу йәр үч падишаһлиқ дәвридә чәрчән (鄯善) тәрипидин қошувелинған , 鄯善 , 车尔臣 ләр еһтимал qurqan (丘尔羌) ниң тавуш өзгириши болиши мумкин . хән дәвридики鄯善 һазирқи чақилиқ наһийиси тәвәсидә , бу һазирқи пичан наһийиси (鄯善县) билән охшашмайду ›› [33]дәп хуласә қилинған. биз юқиридики баянлиримиз арқилиқ 鄯善 наминиң миладийәдин бурунқи 77 – йилидин башлап қоллинилғанлиқини , бу намниң дәстиләп чақилиқ наһийисини мәркәз қилған йәрлик һакимийәтниң нами болғанлиқини , миладийә 5 – әсирдин башлап тәдриҗий чалмадана (сармадан) наминиң орнини елип һазирқи чәрчәнниң намиға айланғанлиқини оттуриға қоюп өттүм . һазирғичә қурбан вәли кроран , хуаң шеңҗаң , худабәрди селим ... қатарлиқ алимлар 鄯善 нами билән чорчан наминиң бир намниң башқа – башқа тил йезиқлардики хатириси икәнликини илгири сүргән . һазирқи күндә 鄯善 турпан вилайитидики пичан наһийисиниң хәнзучә намиға айланған , ундақта бу қандақ иш ? чиң сулалиси 1902 – йили пичан наһийисидә наһийә тәсис қилған , 1902 – йилидин бурун хәнзучә китабларда пичан наһийиси 蒲昌 вә 辟展 дәп хатирилинип кәлгән иди. лекин чиң сулалиси әмәлдарлири пичанда наһийә тәсис қилғанда , ‹‹хәннамә›› дики 鄯善 ни хата һалда һазирқи пичан дәп қариғанлиқтин, наһийә намини 鄯善 дәп бекиткән . чиң сулалиси дәвридә түзүлгән ‹‹ пичан наһийисиниң юрт тәзкириси››дә ‹‹鄯善 наһийиси гуаңшүниң 29 – йили тәсис қилинған ... хән дәвридики кроран елидур. ... җавди сәлтәнәти йүәнфеңниң 4 – йили әлнамини鄯善 гә өзгәрткән . ... гуаңшүниң 2 – йили 辟展巡检 лики тәсис қилинған вә турпанниң башқурушида болған . 鄯善 наһийиси тәсис қилинғандин кейин наһийә мәркизиниң нами 辟展 дин 鄯善 гә өзгәртилгән вә турпан вазаритигә тәвә болған ›› [34]дейилгән . ‹‹光绪朝东华录 ›› ниң 175 – җилидида ‹‹...辟展巡检 ... наһийә дәриҗисигә көтүрүлди . бу җай қәдимки 鄯善 ели болғачқа 鄯善 наһийиси дәп аталди... ›› [35]дейилгән. биз бу һәқтики қарашларға йәр намлири вә мәмурийәт өзгириши тәтқиқати билән көп шуғулланған йү вейчиңниң ‹‹ бүгүнки пичан наһийиси әслидә ғәрбий диярдики 36 әлниң ичидики қутқу ели иди . 鄯善 ғәрбий диярдики 36 әлниң ичидики 鄯善 ели болуп , һазирқи пичанда болмастин , чақилиқ наһийиси тәвәсидә иди ›› [36]дегән баянини хуласә баян қилишқа болиду . әмди чәрчән нами җорҗан сөзидин келип чиққан дегән қарташ тоғрисида тохтилишқа тоғра келиду. бәзи тәтқиқатчилар бу һәқтә яхши изләнгән болсиму чиқирилған һөкүм таза мувапиқ болмиған дейишкә болиду . мәһмуд кашғәрий ‹‹ түркий тиллар дивани››да ” җрҗан“ дәп язған . әлвәттә әрәб йезиқида җ билән ч тавушлири бирла һәрб билән йезилғанлиқтин , буни худди алимлар транскрипсийә қилғандәк qurqan дейиш керәкму яки ‹‹ җорҗан›› дәп оқуш керәкму ? буниңға йәнила пакит җаваб бериду . мәһмуд кашғәрийдин бир әсир кейингә мәнсуп маркополониң саяһәт хатирисидә CHARCHAN дәп , шу мәзгилдики хәнзучә язмида 廛阇 ( [ţşəţş́ ân] дәп оқулиду) дәп йезилған. мәһмуд кашғәрийдин нәччә әсир бурунқи дәврдә йәни түбүтләр һөкүмранлиқи дәвридики түбүтчә язмида Carcan дәп йезилған . мән мана мушу пакитларға асасән , мәһмуд кашғәрийниң йезишидики ‹‹ җорҗан›› ни чурчан дәп оқуш тамамән тоғра болған . һеч бир мәнбәдә чәрчәнниң җорҗан дейилгәнликини көрситидиған пакит йоқ ( ‹‹ тарихи рәшидий››дики җай намини Jurjān дәп оқуш пәқәт оқуштики сәвәнликтин ибарәт . уйғур классик язмилирида вә хәнзучә язмиларда чәрчән һечқачан җорҗан дейилмигән , әксичә уйғурчә чәрчән , хәнзучида 廛阇, 车尔成 , 卡墙 сәп йезилған. әмди җорҗан дегән қәбилә мәсилисигә кәлсәк , һазир кишиләр җорҗан дәп атиған қәбилә алтай тил системиси тоңғус тиллири гурупписидики хәлқ болуп хәнзучә классик тарихларда роранлар дәп йезилған . хәнзучә тарих китаблиридики 柔然 )әйни вақитта һазирқиға охшаш уқулған), 蠕蠕 , 芮芮, 茹茹 дәп йезилған . бу хәтләрниң әйни дәврләрдики тәләппузи ‹‹роран››ға йеқин келиду . бу қәбилә ғәрбкә көчүп , явропада яшиғандин кейин явропалиқлар билән алақә қилған , миладийә 6- , 7 – әсирләрдики ғәрб мәнбәлиридә абар ـ авар дегән намда хатириләнгән . алимлар тәтқиқ қилиш арқилиқ аварлар билән роранларниң бир милләт икәнликини испатлиған болуп , һазир асасән қобул қилинған қараштур. ундақта роранларни җорҗан дейиш қандақ келип чиққан? бу әмәлийәттә , 柔然 дегән намниju-jen дәп оқуш вә буни моңғул тилидики сөзигә ju‵sun тәңләштүрүштин келип чиққан , әмма һазир бу ххл йәшмиси қобул қилидиғанлар аз. алимлар тәтқиқатлар арқилиқ роранлар дегән бу намниң һакимийәт нами икәнликини , уларниң өзлирини роранлар дәп атиғанлиқини испатлиди. ‹‹ җурҗан билән чәрчәнниң мунасивити›› дегән мақалидә көрситилгәндәк , роранларниң тарим вадисиға қәдәм бесиши миладийә 450 – йилидин кейинки иш .

биз юқирида көрүп өткинимиздәк , чәрчән нами миладийәдин бурунқи 1 – әсирдә қоллинишқа башлиған. мушу нуқтилардин алғанда чәрчән намини роранларға бағлаш ( роран намини җорҗан дәп тонуш арқилиқ ) таза мувапиқ болмиған болиши мумкин . роранлар вә уларниң тарихи , келип чиқиши һәққидә җо вейҗониң ‹‹ чили вә роран ›› , япон алимлири түзгән ‹‹ шималдики милләтләр тарихи вә моңғул тарихиға аит тәрҗимиләрдин топлам ›› дегән китаблардики мунасивәтлик баянларға мураҗәт қилиш мумкин , әлвәттә мундин башқа хели көп материялларму бар. мән юқириқиларға асасән , чәрчән намини миладийәдин бурунқи 77 – йили барлиққа кәлгән . әйни вақитта һөкүмран болған утуш чор яки чур дегән мәнсәп намида аталғанлиқи үчүн, у туридиған юрт чорчан ( чорниң туридиған йери ) дәп аталған. бу нам әйни вақитта утушни ханлиққа йөләп чиқарған хән сулалисиниң язмилирида хатириләнгән . әҗәблинәрлики мушу ханлиқниң һакимийәт йезиқи болған қарушти йезиқидики язмиларда көрүлмәйду. биз гәрчә чор мәрдивиниң ( яки алий һөрмәт наминиң ) дәсләпки хатирилирини миладийә 7 – әсирләрдин башлап көрсәкму , уни қәдимдин кәлгән тарихий аталғу дейишкә болиду . бу нам миладийә 445 – йилидин башлап һазирқи чақилиқ наһийисидин 20 миңдин артуқ аһалиниң көчүши сәвәблик тәдриҗий һалда һазирқи чәрчән наһийисигә нам болған вә түрлүк йезиқларда ашу намға тәләппузи йеқин келидиған һәрпләр билән аһаң тәрҗимиси қилип хатириләнгән . мундин миң йил бурун яшиған уйғур әлламиси мәһмуд кашғәрий ниң хатириси әң тоғра хатирә шундақла бу сирниң ачқучи болуп , бизгә үнүмлүк учур қалдурған . бу нам 2100 йилдин буян мушу йәрлик хәлқ тәрипидин қоллинилип кәлмәктә. мушу узун тарихий тәрәққият давамида бәзи тавушларда өзгириш болуп һазирқи нам чәрчәнгә айланған.

иқтисад

تەھرىرلەش

асасий қурулуш

تەھرىرلەش

нупос истатистика

تەھرىرلەش

тәрбийә

تەھرىرلەش

саяһәтчилик

تەھرىرلەش

асаслиқ мәдәний ядикарлиқ излиридин қуруқ тағ қия таш рәсимлири, зағунлуқ қәдимки қәбилиләр қәбристанлиқи, чалмидан қәдимки шәһири қатарлиқлар бар. алтунтағ тәбиий қоғдаш районида чәрчән овчилиқ мәйдани тәсис қилинди, у икспедитсийә, саяһәт қилидиған яхши җай.

тәнһәрикәт йиғини

تەھرىرلەش

сиртқи улаш

تەھرىرلەش

мәнбәләр

تەھرىرلەش
  1. чәрчән нами һәққидә издиниш,ғалиб барат әрк
  2. бән гу ‹‹ хәннамә›› шинҗаң хәлқ нәшрияти 1993 – йили уйғурчә нәшри 852- , 853 –, 859 - бәтләр
  3. ‹‹ қәдимки дәврдики ғәрбкә саяһәт хатирилири ( талланма вә шәрһ )›› ниңша хәлқ нәшрияти 1987 – йили хәнзучә нәшри 32 – бәт
  4. чиу лиң түзгән ‹‹ лопнурға аит материяллардин үзүндә топлам ›› ‹‹ шинҗаң мәдәнийәт ядикарлиқлири ›› журнили 1992 – йили хәнзучә нәшри 13 - бәт
  5. ‹‹ бүйүк таң дәвридики ғәрбкә саяһәт хатириси›› 1999 – йили йелу нәшрияти хәнзучә нәшри 702- бәт
  6. ибраһим мути ‹‹ тәклимакан әтрапидики шәһәрләр ›› ‹‹ шинҗаң иҗтимаий пәнләр мунбири›› 1997 – йиллиқ уйғурчә 3 – сан 65 – бәт
  7. ‹‹ үч падишаһлиқ тәзкириси җиннамә суңнамә ›› шинҗаң хәлқ нәшрияти 2001 – йили уйғурчә нәшри , 147 - , 712- бәтләр
  8. ‹‹ ғәрбий юрт тарихий материяллири›› шинҗаң хәлқ нәшрияти 2004 – йили уйғурчә нәшри 357 –, 415-, 416 – бәтләр
  9. ‹‹ ғәрбий юрт тарихий материяллири›› шинҗаң хәлқ нәшрияти 2004 – йили уйғурчә нәшри 357 –, 415-, 416 – бәтләр
  10. қурбан вәли ‹‹ бизниң тарихи йезиқлиримиз ›› шинҗаң яшлар – өсмүрләр нәшрияти 1986 – йили уйғурчә нәшри 227- , 228 – бәтләр
  11. мәһмуд кашғәрий ‹‹ түркий тиллар дивани›› шинҗаң хәлқ нәшрияти 1980 – йили уйғурчә нәшри 1- том 567 –186 –бәтләр
  12. абитакио ‹‹ ғәрбий уйғур дөлити тарихи үстидә тәтқиқат ›› шинҗаң хәлқ нәшрияти 1985 – йили хәнзучә нәшри 349 – бәт
  13. ‹‹ маркополониң саяһәт хатириси ›› шинҗаң хәлқ нәшрияти 1991- йили уйғурчә нәшри 88- , 89 – бәтләргә қараң
  14. мирза муһәммәд һәйдәр көрәгани ‹‹ тарихи рәшидий – оттура асия моғуллириниң тарихи ›› шинҗаң хәлқ нәшрияти 1983 – йили хәнзучә нәшри 155 – бәт
  15. ‹‹ тарихий кашғәр- чиңгизнамә›› қәшқәр уйғур нәшрияти 1985 – йили уйғурчә нәшри 76 – бәт
  16. ситәйин ‹‹ ния харабисини қезиш ›› гуаңши педагогика унверстети нәшрияти 2000 – йили хәнзучә нәшри 240 – бәт
  17. сен җоңмийән ‹‹хәннамә ғәрбий юрт тәзкирисидики җуғрапийилик баянларни шәрһийләш ›› җуңхуа китабчилиқ идариси 1981 – йили хәнзучә нәшри 11 – бәт
  18. хуаң шеңҗаң ‹‹ кроран елиниң дәсләпки пайтәхти кроран шәһири билән LE шәһири мәсилиси ›› ‹‹ мәдәнийәт ядикарлиқи ›› журнили 1996 – йиллиқ 8 – сан 66 – бәт
  19. мәһмуд кашғәрий ‹‹ түркий тиллар дивани›› шинҗаң хәлқ нәшрияти 1980 – йили уйғурчә нәшри 1- том 567 –186 –бәтләр
  20. мәһмуд кашғәрий ‹‹ түркий тиллар дивани›› шинҗаң хәлқ нәшрияти 1980 – йили уйғурчә нәшри 1- том 567 –186 –бәтләр
  21. мәһмуд кашғәрий ‹‹ түркий тиллар дивани›› шинҗаң хәлқ нәшрияти 1980 – йили уйғурчә нәшри 1- том 567 –186 –бәтләр
  22. мәһмуд кашғәрий ‹‹ түркий тиллар дивани›› шинҗаң хәлқ нәшрияти 1984 – йили уйғурчә нәшри 3 – том 48 – бәт
  23. кононов ‹‹ 7 ~ 9 – әсирләр түрк роник йезиқидики абидиләр тилиниң грамматикиси›› ‹‹ түркий тиллар тәтқиқат хәвири ›› 1987 – йиллиқ 1~2 сан , хәнзучә, 41 – бәт
  24. рени граод ‹‹ шәрқий түрк ханлиқи абидилири үстидә тәтқиқат ›› ш у а р иҗтимаий пәнләр академийиси тарих тәтқиқат инустути 1984 – йили хәнзучә нәшри 106 – бәт
  25. лин гән ‹‹ түрк тарихи ›› шинҗаң хәлқ нәшрияти 2002 – йили уйғурчә нәшри 105 –, 257 – бәтләр
  26. яң шеңмей ‹‹ қәдимки уйғурлар ›› шинҗаң хәлқ нәшрияти 1998 – йили уйғурчә нәшри 170 – бәт
  27. ]аблимит әһәд , дилдар мәмтиминләр түзгән ‹‹ қәдимки уйғур тили луғити›› шинҗаң яшлар өсмүрләр нәшрияти 1989 – йили уйғурчә нәшри 212- , 214 – бәтләр
  28. җамес хамелтон ‹‹ бәш дәвр уйғур тарихиға аит материяллар ›› шинҗаң хәлқ нәшрияти 1986- йили хәнзучә нәшри 105 – бәт
  29. клавсон ‹‹ түркий тилларниң етимологийә луғити ›› 1972 – йили лондон нәшри , кононов ‹‹ 7 ~ 9 – әсирләр түрк роник йезиқидики абидиләр тилиниң грамматикиси››дики нәқилдин елинди. ‹‹ түркий тиллар тәтқиқат хәвири ›› 1985 – йиллиқ 3~4 сан , хәнзучә 29 – бәт
  30. габаин ‹‹ қоҗу уйғур елидә турмуш ›› турпан шәһәрлик тәзкирә тәһрир ишханиси 1989 – йили хәнзучә нәшри 47 - бәт
  31. ли зеңшиаң , мәтреһим сайит , җаң тешәнләр ‹‹ қәдимки уйғур язма ядикарлиқлири тилиниң тәзкириси›› шинҗаң универстети нәшрияти 1999 – йили хәнзучә нәшри 80 – бәт
  32. габаин ‹‹ қәдимки түрк тилиниң грамматикиси ›› ички моңғул маарип нәшрияти 2004 – йили хәнзучә нәшри 42 –, 49- бәтләр
  33. ‹‹ ‹ түркий тиллар дивани› тәтқиқатиға аит мақалиләрдин топлам ›› шинҗаң хәлқ нәшрияти 2006 – йили хәнзучә нәшри 191 – бәт
  34. ‹‹ шинҗаң юрт тәзкирилиридин 29 хилиниң топлами ››ға қараң
  35. ‹‹ шинҗаң тарихиға аит материяллардин талланмилар ›› хәлқ нәшрияти 1987 – йили хәнзучә нәшри 537 – бәт
  36. йү вейчиң ‹‹ шинҗаң мәмурийәтлириниң өзгириши вә йәр намлири тәтқиқати ›› шинҗаң хәлқ нәшрияти 1986 – йили хәнзучә нәшри 31 – бәт