Wikipedia:Талланған мақалә/2013-11

ھۆججەت:Ataturk1.jpg

еңи түркийиниң иҗадчиси, һәр саһәдикигә охшашла маарип саһәсидиму түркләргә дағдам йол ечип бәргән улуғ даһи Мустафа Кәмал Aтатүрк, түркийини дүшмәнлириниң истиласидин қандақ қутулдуруп қалған болса, җаһаләт истиласидинму шундақ қутулдурғандур.

ататүрк, азадлиқ урушида ғәлибә қилғандин кейин, йепйеңи бир түрк дөлити қуруп чиқиш билән бир вақитта, бүйүк түркийә ғайисиниң ул муәссәсә түрлирини йолға қойған, һәмдә бу бүйүк ғайиниң ул тешиниңму маарип икәнликини һәмишә тәкитләп кәлгән.

ататүрк, түркийә җумһурийити қурулғанлиқини җакарлаш билән тәң, кәң көләмлик маарип сәпәрвәрлик хизмитини кәң қанат яйдурған. 1972 – йилқи тунҗи қетимлиқ нопус тәкшүрүш нәтиҗисигә көрә, түркийидә оқуш – йезишни билидиғанларниң нисбити пәқәт йүздә 10.6 пирсәнни тәшкил қилатти. ататүрк ечип бәргән парлақ йолни бойлап қолға кәлтүрүлгән аләмшумул нәтиҗиләргә нәзәр ташлиғинимизда, иптихарлиқ билән шуни көрәләймизки, түркийә нөвәттә оқу – оқутуш саһәсидә заманивилашқан вә тәрәққи тапқан һәрқандақ бир дөләтни бесип чүшсә чүшидуки, һәргизму төвән орунда турмайду.